20
Павлусниң Македонийә вә Юнанға қайта бериши
1 Топилаң бесиққандин кейин, Павлус мухлисларни чақирип, уларни риғбәтләндүрди вә улар билән хошлишип, Македонийәгә қарап кәтти.
2 У шу әтраптики жутларни арилап, етиқатчиларни нурғун сөз-тәлимләр билән риғбәтләндүргәндин кейин, Юнанға берип,
3 у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийәгә маңай дәп турғанда, Йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйқәсти билинип қелип, у Македонийә арқилиқ қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.
4 Униңға һәмраһ болғанлар Бериялиқ Пиррусниң оғли Сопатер, Тесалоникалиқлардин Аристархус билән Секундус, Дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимуслар еди.
5 Улар авал Троас шәһиригә берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.
6 Биз болсақ «петир нан һейти» күнлиридин кейин, Филиппи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә йәттә күн турдуқ.
7 Һәптиниң биринчи күни, биз нан уштушқа җәм болғанда, Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, җамаәткә сөз қилишқа башлиди; сөзини түн йеримгичә узартти.
8 Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти.
9 Әвтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлус сөзләп хелә бир йәргә барғанда, уни үгдәк бесиватқан еди. Андин у ғәриқ уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп болған еди.
10 Павлус пәскә чүшүп, униң үстигә етилип, қучағлап туруп:
Азапланмаңлар, у тириккән! — деди.
11 Қайтидин өйгә чиқип, нанни уштуп йегәндин кейин, Павлус улар билән таң атқичә узун сөзләшти вә у бу йәрдин йолға чиқти.
12 Троастикиләр болса һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти.
Павлусниң Әфәсус ақсақаллири билән хошлишиши
13 Биз болсақ Павлустин бурун Ассос шәһиригә кемә билән бардуқ. Чүнки Павлус шу йәргә пиядә барай, силәр мәндин авал йетип берип, у йәрдә мени кемигә еливелишни күтүңлар, дәп орунлаштурған еди.
14 Ассоста у биз билән учрашқандин кейин биз уни кемигә елип Митулин шәһиригә кәлдуқ.
15 Андин шу йәрдин чиқип, әтиси Хийос арилиниң удулиға келип турдуқ. Үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ.
16 Чүнки Павлус Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, деңиз сәпиридә Әфәсуста тохтимай өтүп кетишни қарар қилған еди. Сәвәви, у «орма һейти» күнини мүмкинқәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдирайтти.
17 Әнди Милетус шәһиридин Әфәсусқа адәм әвәтип, җамаәттики ақсақалларни чақирди.
18 Улар кәлгәндин кейин, у уларға мундақ деди:
— Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.
19 Рәбниң хизмитидә һәр тәрәптә кәмтәр болуп, көз яшлирим төкүлгәнлигини, шундақла Йәһудийларниң сүйқәстлири түпәйлидин бешимдин өткән синақларда чидиғанлиғимни билисиләр,
20 вә йәнә мәйли аммиви сорунларда болсун яки өй-өйләрдә болсун, силәргә тәлим бәргинимдә, силәргә пайдилиқ болсила һеч немини айимай җакалап,
21 Йәһудийлар һәм Грекләргиму Худа алдида товва қилиш вә Рәббимиз Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш керәклигигә гувалиқ берип җекилигәнлигим һәммиңларға мәлум.
22 Һазир мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә немә ишларниң бешимға чүшидиғанлиғини уқмаймән;
23 Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән барғанла шәһәрләрдә зиндан кишәнлири вә азап-оқубәтләрниң мени күтүп туридиғанлиғини алдин ениқ ейтип кәлмәктә.
24 Лекин мән өз мусапәмни тамамлишим, Рәб Әйсадин тапшурувалған хизмәтни ада қилишим, йәни Худаниң меһри-шәпқити тоғрисидики хуш хәвәрниң толуқ гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимаймән.
25 Мән силәр билән арилишип, һәммиңлар арисида жүрүп Худаниң падишалиғини җакалидим; әнди мана маңа мәлумки, буниңдин кейин силәрдин һеч ким йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр.
26 Шуниң үчүн, бүгүн силәргә гувалиқ қилип ейтип қояйки, мән һеч бириниң қениға қәриздар әмәсмән.
27 Чүнки мән Худаниң толуқ мәхсәт-ирадисини қилчә елип қалмай силәргә баян қилип йәткүзүштин баш тартмидим.
28 Муқәддәс Роһ силәрни Худаниң җамаитини беқиш үчүн Униң падиси ичидә йетәкчи қилип тиклигән еди; әнди өзүңларға һәм Өз Оғлиниң қени билән сетивалған барлиқ падисиға сәгәк болуңлар!
29 Чүнки маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чилбөриләр араңларға кирип, падини һеч айимайду,
30 һәмдә һәтта араңлардинму бәзиләр мухлисларни өзлиригә тартивелиш үчүн һәқиқәтни бурмилиған түрлүк ишларни сөзләйду.
31 Шуңа, сәгәк болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, һәр бириңларға көз яшлирим билән тохтимай несиһәт берип турғанлиғимни есиңларда тутуңлар.
32 Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһри-шәпқәт йәткүзидиған сөз-каламиға тапшуримән. Бу сөз-калам етиқатиңларни қурушқа һәм пак-муқәддәс қилинған барлиқ хәлқи арисида илтипат қилинидиған мирастин силәрни несип қилишқа қадирдур.
33 Мән һеч қачан һеч кимдин кийим-кечәк яки алтун-күмүч тама қилип бақмиғанмән.
34 Силәргә мәлумки, мән икки билигимгә тайинип, өзүмниң вә һәмраһлиримниң һаҗитидин чиқтим.
35 Бундақ қилип һәр бир ишларда мән силәргә мошундақ әҗир-әмгәк арқилиқ аҗиз-һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини, шундақла Рәб Әйса өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму бәхитликтур» дегинини есиңлардин чиқармаслиғиңлар керәклигини көрсәттим.
36 Бу сөзләрни қилип болуп, у һәммәйлән билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди.
37 Һәммәйлән қаттиқ жиғлишип кәтти; Павлусниң бойниға есилип қучағлап, қизғин сөйүшти.
38 Уларни әң азаплиғини Павлусниң, «Буниңдин кейин йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр» дегән сөзи болди. Кейин, улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.