16
Кәмбәғәлләр үчүн сәдиқә қилиш
Әнди муқәддәс бәндиләр үчүн сәдиқә топлаш тоғрилиқ, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә тапилиғинимдәк қилиңлар. Һәр һәптиниң биринчи күнидә һәр бириңлар тапавитиңларниң бәрикити бойичә униңдин бир үлүшини аҗритип өз йениңларда сақлап қоюңлар; шундақ қилсаңлар, кәлгән вақтимда сәдиқә топлаш һаҗәт болмайду.   Мән кәлгинимдә, силәр қайси адәмләрни лайиқ көрүп таллисаңлар, мән шуларға тонуштуруш хәтлирини йезип берип мошу сәдиқә-шәпқитиңларни Йерусалимға апирип беришкә әвәтимән. Мениңму беришим мувапиқ көрүлсә, улар маңа һәмраһ болуп бариду. Амма мән Македонийә өлкисидин өткәндин кейин йениңларға келимән — чүнки мән Македонийәдин өтмәкчимән — бәлким мән силәр билән биллә бир мәзгил турушум мүмкин, һәтта йениңларда қишлап қелишимму мүмкин; шуниңдәк андин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр. Чүнки бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән, бәлки Рәб буйруса, силәр билән биллә узунрақ бир мәзгил турғум бар. Амма мән Әфәсус шәһиридә орма һейтиғичә турмақчимән. Чүнки мошу йәрдә маңа әҗайип чоң, утуқ-мевә бериватқан бир ишик кәң ечилди, шуниңдәк қарши чиққучиларму көп.
10 Тимотий йениңларға берип турса, униң араңларда қорқмай әркин-азатә жүрүшигә көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш Рәбниң хизмитини ишләватиду. 11 Шуңа һеч ким уни төвән көрмисун; бәлки уни мениң йенимға келиши үчүн аман-есән узитип йолға селип қоюңлар; чүнки униң қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән. 12 Амма қериндишимиз Аполлосқа кәлсәм, униңдин қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришни көп өтүндүм. Лекин униң һазирчә барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.
 
13 Һошияр болуңлар, етиқатта чиң туруңлар; мәртанә әрдәк болуңлар! Қәйсәр болуңлар!
14 Силәрниң қилған һәммә ишиңлар меһир-муһәббәт билән қилинсун.
15-16 Әнди, и қериндашлар, Ахая өлкисидики әң дәсләпки етиқат мевиси болған Истифанас вә униң аилисидикиләрни, шундақла уларниң Худаниң муқәддәс бәндилириниң хизмитидә болушқа қандақ өзлирини атиғанлиғини убдан билисиләр; мән силәрдин өтүнимәнки, мошундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә хизмәттә һәр бир җапа тартиватқанларниң сөзлиригә кириңлар. 17 Амма йениңлардин Истифанас, Фортунатус вә Ақайикусниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигидин шатландим; чүнки улар силәр тәрәптин кам болғанлирини толуқлап бәрди. 18 Чүнки улар мениң роһумни вә һәм силәрниңкиниму йеңиландурди; шуңа шундақ адәмләрни әтиварлап һөрмәтләңлар.
19 Асиядики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила вә Прискилла һәм уларниң өйидә җәм болидиған җамаәттинму Рәбдә силәргә қизғин салам йоллайду. 20 Қериндашларниң һәммиси силәргә салам йоллайду. Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
21 Мана, мәнки Павлус өз қолум билән салам йезиватимән!
22 Һәр ким Рәб Әйса Мәсиһни сөйгүчи болмиса, униңға ләнәт болсун! Рәббимиз, кәлгәйсән! 23 Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!
24 Мениң Мәсиһ Әйсада болған муһәббитим һәммиңлар билән биллә болғай. Амин!
16:2 «һәр һәптиниң биринчи күнидә» — йәни йәкшәнбә күнидә. 16:2 Рос. 11:29; 2Кор. 8:4; 9:1. 16:3 «мән шуларға тонуштуруш хәтлирини йезип берип мошу сәдиқә-шәпқитиңларни Йерусалимға апирип беришкә әвәтимән» — Йерусалимдики җамаәт наһайити кәмбәғәл болуп қалған еди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. 16:5 2Кор. 1:15. 16:8 «орма һейти» — яки «һосул жиғиш һейти». Грек тилида «пентекост һейти» (әллигинчи күни һейти) дәп атилиду — чүнки бу һейт пасха һейти (өтүп кетиш һейти)дин 50 күн кейин болиду. 16:9 «маңа әҗайип чоң, утуқ-мевә бериватқан бир ишик кәң ечилди» — хуш хәвәр тарқитидиған пурсәтни көрситиду. 16:15-16 «Ахия өлкиси» — һазирқи Гретсийә, «Юнан». ««улар билән бирликтә хизмәттә һәр бир җапа тартиватқанлар...» — «хизмәттә» — Рәбниң хизмитидә, әлвәттә. Павлусқа нисбәтән пәқәт бирла хизмәт мәвҗут еди. 16:17 «... Йениңлардин Истифанас, Фортунатус вә Ақайикусниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигидин шатландим» — мошу үч бурадәрниң Коринтлиқларниң җамаитиниң йенидин келиши Павлусқа мошу риғбәт бәргүчи хәтни йезип йоллаш пурситини яритип бәрди. 16:19 «Асия» — һазирқи замандики Түркийә зиминини көрситиду. «Прискилла» — бәзидә у қисқартилип «Приска» дейилиду. 16:20 Рим. 16:16; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14. 16:22 «...ләнәт болсун. Рәббимиз, кәлгәйсән!» — Павлус бу сөзни арамий тилидики: «Анатема, Мараната!» дегән сөзләр билән ипадиләйду. 16:24 «Мениң Мәсиһ Әйсада болған муһәббитим һәммиңлар билән биллә болғай» — яки «Мениң муһәббитим Мәсиһ Әйсада болған һәммиңлар билән биллә болғай».