4
Мәсиһниң расуллириниң хизмити
Бириси биз тоғрилиқ бир немә демәкчи болса, бизни Мәсиһниң хизмәткарлири вә Худаниң сирлири аманәт қилинған ғоҗидарлар дәп билсун. Әнди ғоҗидар дегәнләрдин тәләп қилинидиғини шуки, улар вападар-садиқ болуши керәктур. Амма мән силәр тәрипиңлардин яки башқа һәр қандақ инсаний сот тәрипидин сүрүштүрүп баһалансам, бу мән үчүн зиғирчилик иш; мән һәтта өзүм тоғрилиқ сүрүштүрүп олтармаймән. Чүнки виҗданим әйипләйдиған һеч қандақ ишлиримдин хәвирим йоқ; амма бу ишниң өзи мени һәққаний дәп ақлимайду; мени сүрүштүрүп баһалиғучи болса Рәбдур. Шуңа вақти-саити кәлмигичә, йәни Рәб кәлмигичә һеч иш тоғрилиқ һөкүм чиқармаңлар; Рәб кәлгәндә у қараңғулуқтики йошурун ишларни ашкарилайду, қәлб-диллардики барлиқ ой-нийәтләрни аян қилиду; шу чағда һәр бири Худа тәрипидин тәриплиниду. Амма, и қериндашлар, бу ишларни силәрниң мәнпәәтиңларни дәп өзүмгә вә Аполлосқа тәтбиқлидим; мәхсәт силәр биз арқилиқ «пүтүлгәнниң даирисидин һалқип кәтмәңлар» дегән савақни үгинишиңлар, шундақла һеч қайсиңларниң мәлум бирисини башқа бирисидин үстүн дәп пәхирлинип тәкәббурлишип кәтмәслигиңлар үчүндур.  
Чүнки ким сени башқа бирисидин үстүн қилиду? Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар? Һәммә саңа берилгән турса, немишкә «Мәндә әсли бар еди» дәп пәхирлинип көрәңләп кетисән?
  
Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ! Чүнки Худа расуллар болған бизләрни өлүмгә мәһкүм болған адәмләрдәк әң ахирға қоюп сазайи қилип оттуриға чиқарған, дәп ойлаймән; чүнки биз пүткүл аләмгә, йәни һәм пәриштиләргә һәм инсанларға бир хил тамашә болдуқ. 10 Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз, амма силәр Мәсиһдә данасиләр! Биз аҗиз, амма силәр күчлүксиләр; силәр иззәтлик, амма биз хар;    11 Һазирқи дәқиқигичә ач-ялаңач, чаңқап жүрмәктимиз, думбалинип, сәргәрдан, макансиз болуп жүрмәктимиз; 12   өз қолимиз билән ишләп җапа тартмақтимиз; аһанәткә қалғанда яхшилиқ тиләватимиз; зиянкәшликкә учриғанда, чидаватимиз; 13 төһмәткә учриғанда, биз уларни чирайлиқчә товиға үндәймиз; биз җаһанниң дашқили, инсанларниң сүпүрүндиси дәп қариливатимиз, та һазирғичә шундақ.
14 Бу ишларни йезишим, силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн әмәс, бәлки сөйүмлүк балилирим сүпитидә силәргә несиһәт қиливатимән; 15 чүнки силәрниң Мәсиһдә түмәнлигән тәрбийилигүчилириңлар болсиму, силәрниң атаңлар көп әмәстур; чүнки мән Мәсиһ Әйсада болуп силәрни хуш хәвәр арқилиқ төрәлдүрүп ата болдум.    16 Шуңа мән силәрдин өтүнимәнки, мени үлгә қилиңлар.
17 Дәл бу сәвәптин мән Рәбдә болған өз сөйүмлүк вә ишәшлик оғлум Тимотийни йениңларға әвәттим; һәр қайси җайлардики җамаәттә үгәткәнлиримгә әгишип, у силәргә Мәсиһдә болған йоллирим тоғрилиқ әслитиду. 18 Амма бәзилириңлар, «Павлусни йенимизға кәлмәйду», дәп көрәңләп кәттиңлар; 19 бирақ Рәб буйруса мән пат арида йениңларға баримән; шу чағда мән көрәңләп кәткәнләрниң сөзлирини әмәс, бәлки уларда болған күч-қудрәтни көрүп бақай. 20 Чүнки Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә испатлиниду.    21 Әнди немини халайсиләр? Йениңларға таяқ көтирип беришимниму, яки меһир-мулайимлиқ роһида беришимниму?
 
 
4:1 Мат. 24:45; 2Кор. 6:4; Кол. 1:25; Тит. 1:7. 4:2 Луқа 12:42. 4:3 «һәр қандақ инсаний сот тәрипидин...» — дегән грек тилида «инсаний бир күн тәрипидин...». Адәмләрниң ишлирини сүрүштә қилғучи болса мәлум бир инсанниң күни әмәс, бәлки Мәсиһниң күни, йәни қиямәт күнидур. 4:4 Мис. 34:7; Аюп 9:2; Зәб. 142:2. 4:5 Дан. 7:10; Мат. 7:1; Рим. 2:1; Вәһ. 20:12. 4:6 «пүтүлгәнниң даирисидин һалқип кәтмәңлар» — бу сөзләр Тәвратта әйни пүтүлмигини билән, у Тәврат-Инҗилдики интайин муһим бир принсиптур. «Қошумчә сөз»имизгә қараң. 4:6 Пәнд. 3:7; Рим. 12:3. 4:7 «Ким сени башқа бирисидин үстүн қилиду?» — бу соалға бәлким мундақ икки тоғра җавап берилиши мүмкин: (1) «мәлум кишини башқа бир кишидин башқичә қилғучи пәқәт Худадур» шуңа тәкәббур болушниң асаси йоқ; (2) һеч инсанниң Худаниң улуқлуғи алдида «Мән башқилардин үстүн» дәп тәкәббур болушиниң асаси йоқ. Шундақ қараймизки, (1)-җавап Павлусниң демәкчи болғинини көрситиду. «Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар?» — демәк, һәр биримизниң барлиғи Худа тәрипидин бизгә ата қилиниду; шуңа «Мәндә әсли шундақ қабилийәт (талант, күч, қатарлиқлар....) бар еди» дәп тәкәббурлишип кетиш һамақәтликтур. 4:7 Юһ. 3:27; Яқ. 1:17. 4:8 «Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!» — шүбһисизки, бу сирлиқ айәтниң кинайилик, мәсқирилик мәнаси бар. Коринт җамаитидики көп адәмләр толиму тәкәббурлишип кетип: «Биз расул Павлус яки башқа расулларға һеч керәк әмәсмиз; биз һәқиқәтән «роһий адәмләр»миз, интайин билимлик, Худа алдида интайин есилзадә болуп, падишадәк болдуқ» дәп кәткән еди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. 4:9 Зәб. 43:23; Рим. 8:36; 2Кор. 4:11; Ибр. 10:33. 4:10 «Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз...» — грек тилида «биз Мәсиһ үчүн ахмақлар болдуқ...» — демәк, көпчилик тәрипидин «ахмақ» һесапландуқ. 4:10 1Кор. 2:3. 4:11 Рос. 23:2. 4:12 Мат. 5:44; Луқа 6:28; 23:34; Рос. 7:60; 18:3; 20:34; Рим. 12:14; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8. 4:14 1Тес. 2:11. 4:15 «силәрниң атаңлар көп әмәстур» — роһий җәһәттин болған атиларни көрситиду, әлвәттә. 4:15 Рос. 18:11; Гал. 4:19; Флм. 10; Яқ. 1:18. 4:16 1Кор. 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2Тес. 3:9. 4:19 Рос. 18:21; Ибр. 6:3; Яқ. 4:15. 4:20 «Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә испатлиниду» — яки «Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә намайән болиду». 4:20 1Кор. 2:4; 1Тес. 1:5; 2Пет. 1:16.