9
Павлусниң көп расуллуқ һәқ-һоқуқлирини ишләтмәслиги
Мән әркин әмәсму? Мән расул әмәсму? Мән Рәббимиз Әйса Мәсиһни көргән әмәсму? Силәр өзүңлар мениң Рәбдә болған әҗрим әмәсму?   Әгәр башқиларға нисбәтән расул дәп һесапланмисам, мән һеч болмиғанда силәргә расул болдум; чүнки өзүңлар Рәбдә мениң расул болғанлиғимни тәстиқлиған мөһүрдурсиләр.
Мени сүрүштә қилмақчи болғанларға болған җававим мундақ: — Бизләрниң йәп-ичишкә һоқуқимиз бар әмәсму?   Бизниң башқа расуллар, Рәбниң Өз инилири вә Кефасниң қилғинидәк, етиқатчи бир сиңилни әмримизгә елип сәпәрдә һәмраһ қилип жүрүш һәққимиз йоқму?   Әҗәба, пәқәт Барнабас билән мениңла әмгәк қилмаслиққа һоқуқимиз йоқму? Ким хираҗәтни өзи төләп әскәр болуп җәңгә чиқиду? Ким үзүмзар бена қилип униң мевисидин йемәйду? Қайси пада баққучи падиниң сүтидин ичмәйду? Бу дегәнлирим пәқәт инсаний көзқараш бойичә ейтилғанму? Тәврат-қанунниң өзидиму охшаш дейилгән әмәсму?! Чүнки Мусаға чүшүрүлгән қанунда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзиға көшәк салма» дәп пүтүлгәндур. Худа өкүзләргила көйүнгәнму,    10 яки буни пәқәт бизләрни дәп ейтқанму? Шүбһисизки, бу сөзләр бизләр үчүн пүтүлгәндур; шуниң үчүн йәр һайдиғучи үмүттә һайдишигә тегишлик, шундақла хаман тәпкүчиму һосулдин бәһримән болуш үмүтидә ишләшкә тегишликтур. 11 Биз силәргә роһий бәхит-бәрикәтләрни терип, силәрдин маддий җәһәттин жиғивалсақ бу чәктин ешип кәткәнлик боламду? 12 Башқа хизмәтчиләр силәрдә мошу һоқуқни ишләткән йәрдә, биз шундақ қилсақ техиму болидиғу? Амма Мәсиһниң хуш хәвиригә һеч тосалғу болмисун дәп, биз бу һоқуқни һеч қачан ишлитип бақмидуқ; әксичә, һәр қандақ ишларға чидап келиватимиз.    13 Ибадәтханидики муқәддәс ишлар үчүн ишлигүчиләрниң ибадәтханиға аталған һәдийәләрдин йәйдиғанлиғини, қурбангаһта хизмәт қиливатқанларниң қурбанлиқлардин үлүшини алидиғанлиғини билмәмсиләр? 14 Шуниңға охшаш, Рәб хуш хәвәрни җакалиғучиларниң җени хуш хәвәрдин беқилсун дәп бекиткәндур.  
15 Амма мән болсам бу һоқуқларниң һеч қайсисини ишлитип бақмидим. Һәм һазирму мошу һоқуқтин падилинай дәп мошуларни йезиватқиним йоқ! Чүнки мән башқиларниң мени бу пәхирлинидиғанлиримдин мәһрум қилғинидин көрә өлгиним түзүк! 16 Чүнки мениң хуш хәвәрни җакалишимда пәхирләнгидәк иш йоқ; чүнки униң мәҗбурийити мени бесип туриду; хуш хәвәрни җакалимисам һалимға вай! 17 Чүнки әгәр уни халис қилсам, буниңдин маңа инъам болиду; амма өз ихтиярим билән болмиса, бу пәқәт мениң ғоҗидарлиқ бурчини ада қилғиним болиду, халас.
18 Шундақ екән, мениң инъамим зади немә болиду? Мениң инъамим дәл шуки, хуш хәвәр җакалиқинимда мән хуш хәвәргә кишиләрни һәқсиз ериштүримән — демәк, инъамим хуш хәвәр йәткүзүштики тегишлиқ һәқ елиш һоқуқлиримни һеч ишләтмәслигимдин ибарәттур.
19 Чүнки һәммә адәмниң илкидин әркин болуп, өзүмни көпчиликкә қул қилдим; шу йол билән техиму көпрәк адәмләрни қайил қилип қутқузсам дәймән. 20 Йәһудийларни қайил қилип қутқузуш үчүн Йәһудийларға нисбәтән Йәһудийға охшаш болдум; Тәврат қануни астида турғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн (Тәврат қануни астида турған болмисамму) Тәврат қануни астида турғанларға нисбәтән Тәврат қануни астида турғанға охшаш болдум; 21 Тәврат қанунида болмиғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн Тәврат қанунида болмиғанларға нисбәтән (Худа алдида қанунсиз болмай, бәлки Мәсиһниң қануниға бойсунушум билән) мән Тәврат қанунида болмиғанларға охшаш болдум;    22 аҗизларни қайил қилип қутқузуш үчүн аҗизларға өзүм аҗиздәк болдум; мүмкин қәдәр көпрәк адәмни қутқузуш үчүн мән һәр қандақ адәмгә қарита шундақ адәм болдум.    23 Өзүмниң хуш хәвәрдин несивәм болуши үчүн уни дәп һәммә ишни қилимән.
24 Бәйгигә чүшкәнләрниң һәммиси жүгүришиду, амма пәқәт бирила мукапатқа еришидиғинини билмәмсиләр? Ғәлибә қазиниш үчүн жүгүрүңлар. 25 Мусабиқидә елишқучиларниң һәммиси өзини һәр җәһәттин тизгинләйду; улар пәқәт бир чирип кетидиған таҗға еришиш үчүн шундақ қилиду, амма биз болсақ чиримас таҗ үчүн шундақ қилимиз.    26 Шуңа мән нишансиз адәмдәк жүгүрүватмаймән; мушт атсам һаваға атидиған адәмдәк болмаймән. 27 Униң орниға мән өз тенимни уруп өзүмгә көндүрүп, уни өзүмгә қул қилимән; ундақ қилмиғанда, башқиларға тәлим җакалап туруп өзүм лаяқәтлик болмай қелишим мүмкин.
 
 
9:1 «Мән әркин әмәсму? Мән расул әмәсму? Мән Рәббимиз Әйса Мәсиһни көргән әмәсму? Силәр өзүңлар мениң Рәбдә болған әҗрим әмәсму?» — Павлус бу бабта бәзи адәмләрниң униңға «уни қил, буни қил» дейишигә «мән әркин адәм» дәп җавап бериду. 9:1 Рос. 9:3,17; 22:14,18; 23:11; 1Кор. 4:15; 15:8; 2Кор. 12:2. 9:3 «Мени сүрүштә қилмақчи болғанлар...» — бу сөз Коринт җамаитидә, Павлус һәқиқий расул әмәс, дәп жүргән бәзи адәмләрни көрситиду. 9:4 «Бизләрниң йәп-ичишкә һоқуқимиз бар әмәсму?» — расуллар хуш хәвәрни тарқитиш хизмитигә алаһидә айрилип чиққачқа, җамаәтләрдин йемәк-ичмәк җәһәттә, йәни иқтисадий җәһәттики ярдәмгә еришишкә һоқуқлуқтур. Амма Павлус вә хизмәтдиши Барнабас Коринт шәһиридә шундақ һоқуқни ишләтмигән. Кейинки айәтләрни көрүң. 9:4 1Кор. 9:14; 1Тес. 2:6; 2Тес. 3:9. 9:5 «Бизниң башқа расуллар, Рәбниң Өз инилири вә Кефасниң қилғинидәк, етиқатчи бир сиңилни әмримизгә елип сәпәрдә һәмраһ қилип жүрүш һәққимиз йоқму?» — демәк, расуллар өзлири вә бала-җақилириму җамаәтниң иқтисадий ярдимигә һоқуқлуқтур. 9:5 Мат. 8:14. 9:7 Юһ. 21:15; 1Кор. 3:6, 7, 8; 2Кор. 10:4; 1Пет. 5:2. 9:9 «Хаман тәпкән өкүзниң ағзиға көшәк салма» — «Қан.» 25:4. 9:9 Қан. 25:4; 1Тим. 5:18. 9:10 «Шуниң үчүн йәр һайдиғучи үмүттә һайдишигә тегишлик, шундақла хаман тәпкүчиму һосулдин бәһримән болуш үмүтидә ишләшкә тегишликтур» — «Ам.» 9:13. 9:11 Рим. 15:27; Гал. 6:6. 9:12 «... Мәсиһниң хуш хәвиригә һеч тосалғу болмисун дәп, биз бу һоқуқни һеч қачан ишлитип бақмидуқ; әксичә, һәр қандақ ишларға чидап келиватимиз» — ғәлитә йери шуки, бәзиләр «Павлус вә Барнабас һәқиқий расуллар әмәс, чүнки улар биздин пул сорап бақмиған!» дегән. 9:12 Рос. 20:33; 2Кор. 11:9; 12:13. 9:13 Қан. 18:1. 9:14 «... Хуш хәвәрни җакалиғучиларниң җени хуш хәвәрдин беқилсун» — демәк, хуш хәвәрни қобул қилғанлар тәрипидин қамдалсун. 9:14 Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; Луқа 10:7; 1Тим. 5:18. 9:15 «мән башқиларниң мени бу пәхирлинидиғанлиримдин мәһрум қилғинидин көрә өлгиним түзүк!» — «бу пәхирләнгиним» дәл униң хуш хәвәрни һеч қандақ инъам-һәдийәни қобул қилмай җакалиғанлиғини көрситиду. 9:20 Рос. 16:3; 18:18; 21:23. 9:21 «Тәврат қанунида болмиғанлар» — демәк, Йәһудий әмәсләр. Улар Тәврат қанунини билмәйду яки уни етирап қилмиғанлардур. «Мәсиһниң қануни» — Муқәддәс Роһта яшап «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң билән, пүтүн җениң билән вә пүтүн күчүң билән сөйгин» вә «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегәндин ибарәт, әлвәттә. 9:21 Гал. 2:3. 9:22 «аҗизларни қайил қилип қутқузуш үчүн аҗизларға өзүм аҗиздәк болдум» — «аҗизлар» бәлким Худа тоғрисидики билимни тонуп йәтмигәнликтин виҗдани асанла азаплинидиған етиқатчиларни, яки етиқати күчлүк әмәсләрни көрситиду. 9:22 Рим. 15:1; 1Кор. 10:33; Гал. 6:1. 9:24 Гал. 2:2; 5:7; Фил. 2:16; 2Тим. 4:7; Ибр. 6:18. 9:25 «Мусабиқидә елишқучиларниң һәммиси өзини һәр җәһәттин тизгинләйду; улар пәқәт бир чирип кетидиған таҗға еришиш үчүн шундақ қилиду...» — әслидики «Олимпия»дики ғалиплар йопурмақ-гүлләрдин ясалған таҗға еришәтти. 9:25 2Тим. 2:4; 4:7,8; 1Пет. 4:1; 5:4.