10
Әқил беридиған бәзи һекмәтләр 
 
1 Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.   
2 Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.    
3 Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.   
   
 
4 Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.   
5 Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —  
6 ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду;   
7 мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.    
   
 
 
Турмушта учрайдиған хәтәрләргә даналиқ керәк 
 
8 Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин;     
9 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.   
10 Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.   
11 Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?    
   
 
 
Данишмәнләр вә ахмақларниң иш-сөзлири 
 
12 Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду.  
13 Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур;  
14 амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?   
15 Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.   
   
 
 
Ахмақ һөкүмдарларниң чатақлири 
 
16 И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай!    
17 И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!    
   
 
 
Йәнә һекмәтләр 
 
18 Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.   
19 Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!   
20 Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.