Тесалоникалиқларға «1»
1
Расул Павлус Тесалоника шәһиридики җамаәткә язған биринчи мәктуп •••• Павлусниң саламлири, тәшәккүр етишлири вә риғбәтләндүрүшлири
1 Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам.
Силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
2 Биз дуалиримизда силәрни яд етип туруп, Худаға силәр үчүн һәрдайим тәшәккүр ейтимиз;
3 ХудаАтимизниң алдида етиқатиңлардин болған әмәллириңларни, меһир-муһәббәттин чиққан җапалиқ әҗриңларни, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүттә болған чидамлиғиңларни изчил әсләп туруватимиз.
4 Чүнки әй қериндашлар, Худа сөйгәнләр, Униң силәрни таллиғанлиғи бизгә аян.
5 Чүнки хуш хәвиримиз силәргә йәткүзүлгинидә сөзләр биләнла әмәс, бәлки күч-қудрәт билән, Муқәддәс Роһ билән, мутләқ җәзмләштүрүлгән һалда силәргә йәткүзүлгән; униң үстигә, бизниң силәрниң араңларда болғинимизда силәрни дәп өзимизни қандақ тутқанлиғимизни убдан билисиләр.
6 Шуниң билән силәр еғир азап-оқубәт ичидә туруқлуқму, Муқәддәс Роһниң шатлиғи билән сөз-каламни қобул қилип, бизни, шундақла Рәбниң Өзини үлгә қилип әгәштиңлар,
7 шуниң билән силәр Македонийә вә Ахая өлкилиридики барлиқ етиқатчиларға үлгә болуп чиқтиңлар;
8 чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди.
9-10 Чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни, силәрниң бутлардин қандақ ваз кечип тирик вә һәқиқий Худаниң хизмитидә болушқа, шундақла Униң Оғлиниң, йәни У өлүмдин тирилдүргән, кәлгүсидә келидиған ғәзәптин бизни қутқузғучи Әйсаниң әрштин келишини күтүшкә Худаға баққанлиғиңларни баян қилишиду.