8
Баш каһинимиз Әйса Мәсиһ — әвзәл каһин, әвзәл әһдә
1 Ейтқанлиримизниң баш нуқтиси шуки: Әрштики улуқ Болғучиниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарған шундақ бир Баш Каһинимиз бар.
2 У муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур.
3 Һәр бир баш каһин һәдийә һәм қурбанлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн, бизниң бу баш каһинимизниңму бирәр сунидиғини болуш керәк еди.
4 Дәрвәқә әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз каһин болмайтти; чүнки бу йәрдә Тәврат қанун-түзүми бойичә һәдийә сунидиған каһинлар аллибурунла бардур
5 (бу каһинлар хизмәт қилидиған ибадәт чедири пәқәтла әрштики ишларниң көчүрүлмиси вә көләңгисидур. Муса дәл бу ибадәт чедирини қурушқа башлиғанда, Худаниң вәһийси униңға келип: «Еһтият қилғинки, буларниң һәммисини саңа тағда көрситилгән өрнәк бойичә ясиғин» дәп агаһландурған).
6 Лекин һазир У (кона әһдигә аит вәдиләрдин әвзәл вәдиләр үстигә бекитилгәч) техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду.
7 Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
8 Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, Исраилларға мундақ дегән: —
«Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән.
9 Бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; чүнки улар Мән билән түзүшкән әһдәмдә турмиди, мән улардин нәзиримни йөткидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: —
«Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигә салимән, һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән; Мән уларниң Худаси болимән, уларму Мениң хәлқим болиду.
11 Шундин башлап һеч ким өз жутдишиға, яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитишиниң һаҗити қалмайду; чүнки уларниң һәммиси, әң кичигидин чоңиғичә Мени билип болған болиду;
12 чүнки мән уларниң қәбиһликлиригә рәһим қилимән һәмдә уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән».
13 Әнди Худаниң бу әһдини «йеңи» дейиши бурунқисини «кона» дегәнлигидур; әнди вақти өткән, конириған иш болса узун өтмәй йоқилиду.