13
«Мән сени һалак қилимән, и Исраил!» — ахирқи агаһландуруш
1 Бурун Әфраим сөз қилғанда, кишиләр һөрмәтләп титрәп кетәтти;
У Исраил қәбилилири арисида көтирилгән;
Бирақ у Баал арқилиқ гуна қилип өлди.
2 Улар һазир гунаниң үстигә гуна садир қилмақта!
Өзлиригә күмүчлиридин қуйма мәбудларни,
Өз әқли ойлап чиққан бутларни ясиди;
Буларниң һәммиси һүнәрвәнниң әҗри, халас;
Бу кишиләр тоғрилиқ: «Һәй, инсан қурбанлиғини қилғучилар, мозайларни сөйүп қоюңлар!» дейилиду.
3 Шуңа улар сәһәрдики бир парчә булуттәк,
Тездин ғайип болидиған таң сәһәрдики шәбнәмдәк,
Хамандин қара қуюнда учқан пахалдәк,
Түңлүктин чиққан ис-түтәктәк тездин йоқап кетиду.
4 Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән;
Сән Мәндин башқа һеч Илаһни билмәйдиған болисән;
Мәндин башқа қутқузғучи йоқтур.
5 Мән чөл-баяванда, қурғақчилиқниң зиминида сән билән тонуштум;
6 Улар озуқландурулуп, тоюнған,
Тоюнғандин кейин көңлидә тәкәббурлишип кәткән;
Шуңа улар Мени унтуған.
7 Әнди Мән уларға ширдәк болимән;
Илпиздәк уларни йол бойида пайлап күтимән;
8 Күчүклиридин мәһрум болған ейиқтәк Мән уларға учрап,
Жүрәк чависини титиветимән;
Уларни чиши ширдәк нәқ мәйданда йәветимән;
Даладики һайванлар уларни житиветиду.
9 Сениң һалакитиң, и Исраил, дәл Маңа қарши чиққанлиғиң,
Йәни Ярдәмчиңгә қарши чиққанлиғиңдин ибарәттур.
10 Әнди барлиқ шәһәрлириңдә саңа қутқузғучи болидиған падишасиң қени?
Сениң сорақчи-һакимлириң қени?
Сән булар тоғрилиқ: «Маңа падиша вә шаһзадиларни тәқдим қилғайсән!» дәп тилигән әмәсму? —
11 Мән ғәзивим билән саңа падишани тәқдим қилғанмән,
Әнди уни ғәзипим билән елип ташлидим.
12 Әфраимниң қәбиһлиги чиң орап-қачиланған;
Униң гунайи җуғлинип сақланған;
13 Толғақ басқан аялниң азаплири униңға чүшиду;
У әқилсиз бир оғулдур;
Чүнки балиятқуниң ағзи ечилғанда, у һазир болмиған!
14 Мән бәдәл төләп уларни тәһтисараниң күчидин қутулдуримән;
Уларға һәмҗәмәт болуп өлүмдин қутқузимән;
Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?!
Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?!
Мән буниңдин пушайман қилмаймән!
15 Әфраим қериндашлири арисида «мевилик» болсиму,
Шәриқтин бир шамал чиқиду,
Йәни Пәрвәрдигарниң чөл-баявандин чиққан бир шамили келиду;
Әфраимниң булиқи қуруп кетиду, униң су беши қағҗирап кетиду;
У шамал ғәзнисидики барлиқ нәпис қача-қучиларни булаң-талаң қилиду.