7
1 Мән Өз хәлқимниң асаритини бузуп ташлап, азатлиққа ериштүрәй дегәндә,
Мән Исраилни сақайтай дегәндә,
Әнди Әфраимниң қәбиһлиги, Самарийәниң рәзиллигиму ашкарилиниду;
Чүнки улар алдамчилиқ қилиду;
Оғрилар болса бөсүп кириватиду,
Қарақчилар топи сиртта булаңчилиқ қиливатиду.
2 Улар көңлидә Мениң уларниң барлиқ рәзилликлирини есимдә тутқанлиғимни ойлимайду;
Һазир уларниң қилмишлири өзлирини қиставатиду;
Бу ишлар көз алдимдидур.
Ордидики сүйқәстләр
3 Улар падишани рәзилликлири билән,
Әмирләрни ялған гәплири билән хурсән қилиду;
4 Уларниң һәммиси зинахорлар;
Улар навай от салған тонурдәк;
Навай хемирни жуғуруп, хемир болғичә униң отини йәнә улғайтмайду;
5 Падишасимиз тәбрикләнгән күнидә, әмирләр шарапниң кәйпи билән өзлирини зәипләштүрди;
Падишаһ болса мазақ қилғучилар билән қол елишишқа интилди!
6 Чүнки улар көңлини тонурдәк қизитип сүйқәст пүкүп қойған еди;
Кечичә уларниң ғәзиви чоғлинип туриду;
Сәһәрдила у янған оттәк ялқунлап кетиду.
7 Уларниң һәммиси тонурдәк қизиқтур, улар өз сорақчилирини йәп кетиду;
Уларниң барлиқ падишалири жиқилди —
Улардин һеч ким мени нида қилип чақирмайду!
Худаниң тәрбийисини қобул қилмайдиған бир хәлиқ
8 Әфраим ят қовмлар билән арилишип кәтти;
У «өрүлмигән бир қотурмач»дәктур.
9 Ят адәмләр униң күчини йәп кәтти, бирақ у һеч сәзмәйду;
Бәрһәқ, бешиниң у йәр-бу йеридә ақ чачлар көрүниду, бирақ у һеч билмәйду;
10 Шуниң билән Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гува бериду;
Улар Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтмайду;
Яки шундақ ишлар бешиға чүшкән болсиму, йәнила Уни издимәйду.
11 Әфраим һеч әқли йоқ надан бир пахтәктәк;
Мисирға қарап сайрайду, Асурийәни издәп бариду;
12 Улар барғанда, уларниң үстигә торумни ташлаймән;
Худди асмандики учар-қанатларни торға чүшүргәндәк уларни чүшүримән;
Бу хәвәр уларниң җамаитигә йетиши биләнла, уларни җазалаймән.
13 Уларға вай! Чүнки улар Мәндин жирақлишип тенип кәтти!
Улар һалак болсун! Чүнки улар Маңа вапасизлиқ қилди!
Мән уларни қутқузуп һөрлүккә чиқирай дегәндә,
Улар Мән тоғрилиқ ялған гәп қилиду!
14 Улар орнида йетип налә қилғанда,
Маңа көңлидә һеч нида қилмиди;
Уларниң җамаәткә жиғилиши пәқәт аш вә йеңи шарап үчүндур, халас;
Улар Мәндин чәтләп кәтти.
15 Бәрһәқ, Мән әсли уларни тәрбийилигәнмән,
Уларниң биләклирини чиниқтуруп күчәйткүзгән едим;
Бирақ улар Маңа қарши яманлиқ қәстләватиду.
16 Улар бурулди — бирақ бурулуши Һәммидин Алий Болғучиға қайтиш үчүн әмәс;
Улар алдамчи бир оқяға охшаш.
Уларниң әмирлири өзлириниң ғалҗиранә тил-аһанәтлири вәҗидин қиличлиниду;
Бу иш Мисир зиминида уларни мәсқиригә қалдуриду.