12
Исраилниң ахирқи замандики бир нахшиси
1 — Вә шу күни сән: —
— И Пәрвәрдигар, мән Сени мәдһийиләймән;
Сән маңа ғәзәпләнгиниң билән,
Ғәзивиң мәндин йөткилип кәтти,
Вә сән маңа тәсәлли бәрдиң.
2 Мана, Тәңри мениң ниҗатимдур;
Мән Униңға тайинимән, қорқмаймән,
Яһ Пәрвәрдигар мениң күчүм вә нахшамдур;
У йәнә мениң ниҗатим болди, — дәйсән.
3 — Шатлиқ билән силәр ниҗатлиқ қудуқлиридин су тартисиләр.
4 Шу күнидә силәр: —
«Пәрвәрдигарға рәхмәт ейтиңлар,
Униң намини чақирип нида қилиңлар;
Униң әмәллирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар,
Униң наминиң зор аброй тапқанлиғини җакалаңлар.
5 Пәрвәрдигарға күйләр ейтиңлар,
Чүнки У улуқ ишларни қилған;
Мана бу пүткүл җаһанға аян қилинсун!
6 Зиондикиләр, тәнтәнә қилип җар селиңлар;
Чүнки араңларда турған Исраилдики Муқәддәс Болғучи бүйүктур!» — дәйсиләр.