16
Давами
1 «Әнди ғәллә-парақ қозисини Села райондин елип,
Чөл-баявандин өтүп зиминларниң һөкүмраниға,
Йәни Зион қизиниң теғиға әвәткин!»
2 Угисидин чувулуп патипарақ болуп кәткән қушлардәк,
Моаб қизлири Арнон дәриясиниң кечиклиридә алақзадә жүриду.
Моаб бәглириниң бир-биригә сөзлиши
3 «Парасәт билән һөкүм қилиңлар!»
4 «И Зион қизи, сайиңизни чүшүрүп чүштики йоруқлуқни түн қараңғусидәк қилиң,
Шу ғерибларни йошуруп қойғайсиз;
Қоғланғанларни ашкарилап қоймиғайсиз!
Мениң Моабдики мусапирлиримни өзиңиз билән биллә турғузғайсиз,
Улар үчүн вәйран қилғучиниң алдида башпанаһ болғайсиз!».
Худаниң Моаб бәглиригә бәргән вәдиси
5 «Өтүнүшүңлар тоғра, чүнки әзгүчи йоқилиду,
Һалакәт йоқ болиду,
Әзгүчиләрниң һәммиси зиминдин йоқилиду.
Өзгәрмәс меһри-шәпқәт билән бир тәхт тиклиниду;
«Давутниң чедири» ичидики шу тәхт үстидә бириси олтириду.
У болса, һәқиқәтән адаләт жүргүзидиған, шундақла адаләтни издәйдиған,
Һәққанийлиқни илгири сүридиған болиду.
6 — Биз Моабниң һакавурлуғи тоғрисида аңлидуқ (у интайин һакавур!),
Йәни униң һакавурлуғи, тәкәббурлуғи, ночилиқ қилидиғанлиғи тоғрисида аңлидуқ;
Бирақ униң чоң гәплири бекар болиду!
7 Шуңа Моаб Моаб үчүн зар жиғлайду;
Уларниң һәммиси зар-зар жиғлайду;
Қайғу-һәсрәткә чөмүп Кир-Һарәсәтниң «кишмиш пошкаллири» үчүн зар-зар жиғлаңлар!
8 Һәшбон районидики етизлар,
Сибмаһдики үзүм таллириму йигләп кетиду;
Әлләрниң әмирлири униң сәрхил өсүмлүклирини бузуп чәйләйду;
Улар әслидә Яазәргичә йетип, чөл-далаларни кәзгән еди;
Пеләклири созулуп, «Өлүк Деңиз»ниң нерисиға йәтти.
9 Шуңа Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән биллә Сибмаһниң үзүм тели үчүн жиғлаймән;
И Һәшбон, Елеалаһ, Өз көз яшлирим билән силәрни суғиримән!
Чүнки язлиқ мевилириңгә, һосулуң үстигә тәнтәнә бир сада яңритилиду.
10 Хошаллиқ мевилик бағлардин мәһрум қилинип,
Шатлиқму йоқ қилиниду;
Үзүмзарлиқларда нә нахша авазлири аңланмайду,
Нә тәнтәнә қилинмайду;
Дәссигүчиләр үзүм көлчәклирини чәйлимәйду.
Чүнки Мән үзүм көлчәклиридики хошал вақирашларни тохтаттим.
11 Шуңа ич-бағрилирим Моаб үчүн чалған чилтардәк ағрип муңлуқ яңрайду,
Ичим Кир-Һәрәсдикиләр үчүнму шундақ;
12 Шундақ болидуки, Моаб өзини упритип дуа қилғили өзиниң «жуқури орни»ға чиқип кәлгәндә,
Яки дуа қилғили «муқәддәс өйи»гә киргәндә,
У мувәппәқийәткә еришәлмәйду.
13 Мана мошу сөзләрни Пәрвәрдигар Моаб тоғрилиқ бурун ейтқан.
14 Бирақ һазир Пәрвәрдигар шундақ дәйду: —
«Үч жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк,
Моабниң көплигән қошун-аһалиси болғини билән,
Униң пәхирләнгән шөһрити йәксан болиду;
Уларниң қалдуқлири болса интайин аз вә һалсиз болиду».