18
Йәшаяниң Ефиопийидин кәлгән әлчиләргә бәргән бешарити 
 
1-2 Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! —  
Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән;  
— И йәл тапан хәвәрчиләр,  
Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә,  
Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә,  
Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән,  
Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар!    
3 Җаһанда туруватқанларниң һәммиси,  
Җимики йәр йүзидикиләр!  
Тағларда бир туғ көтирилгәндила,  
Көрүңлар!  
Канай челинғандила,  
Аңлаңлар!    
4 Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: —  
Мән течлиқта туримән,  
Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк,  
Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк,  
Өз туралғумда күзитимән;    
5 Чүнки һосул елиш алдида,  
Үзүм чечәклигәндин кейин,  
Чечәкләр үзүм болғанда,  
У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип,  
Һәм шахлирини кесип ташлайду.    
6 Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға,  
Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду.  
Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду,  
Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду.    
7 Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду;  
Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин,  
Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин,  
Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән,  
Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду;  
Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға,  
Йәни Зион теғиға елип келиниду.