20
Мисир тоғрилиқ йәнә бир бешарәт 
 
1 Асурийәниң сәрдари болған «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили Асурийә падишаси Саргон уни әвәткән (у Ашдодқа қарши җәң қилип уни ишғал қилди): —    
2 — Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди.  
У униңға: —  
«Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт, путуңдики кәшиңни селивәт» — дегән еди;  
У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди.    
3 Вә Пәрвәрдигар ахирида мундақ деди: —  
«Мениң қулум Йәшая Мисир вә Ефиопийә тоғрилиқ хәвәр беридиған бешарәт һәм карамәт сүпитидә болуш үчүн ялаңач һәм ялаң аяғ үч жил меңип жүргәндәк,  
4 Охшашла Мисирлиқ әсирләр вә Ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун, ялаңач һәм ялаң аяғ, касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин Мисирни шәрмәндиликтә қалдуруп, ялап епкетилиду.   
5 Улар болса қорқушуп, өз таянчиси болған Ефиопийәдин вә пәхри болған Мисирдин үмүтсизлинип кетиду.  
6 Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: —  
«Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»».