38
«Йәшая»ниң иккинчи қисми •••• Һәзәкияниң еғир кесилгә гириптар болуши вә дуаси
1 Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: —
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән, — деди.
2 Һәзәкия йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип:
3 — И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди.
Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
4 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәшаяға йетип мундақ дейилди: —
5 Берип Һәзәкияға мундақ дегин: —
Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: —
«Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, күнлириңгә йәнә он бәш жил қошимән;
6 Шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Мән сепил болуп бу шәһәрни қоғдаймән.
7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин мундақ бешарәтлик аламәт болидуки,
8 Мана, Мән қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй үстигә чүшкән сайисини он қәдәм кәйнигә яндуримән».
Шуниң билән қуяшниң чүшкән сайиси он басқуч кәйнигә янди.
Һәзәкияниң өз кесили тоғрилиқ хатирилири
9 Йәһуда падишаси Һәзәкия кесәл болуп, андин кесилидин әслигә кәлгәндин кейин мундақ хатириләрни язди:
10 — «Мән: «Өмрүмниң оттурисида тәһтисараниң дәрвазилириға бериватимән,
Қалған жиллиримдин мәһрум болдум» — дедим.
11 Мән: — «Тирикләрниң зиминида туруп Худайим Яһни, Яһни көрәлмәйдиған,
Шундақла «һәммә нәрсә йоқ болған» җайда турғанлар билән биллә туруп, инсанниму көрәлмәйдиған болдум» — дедим.
12 Мениң туралғум чарвичиниң чедиридәк өзүмдин йөткилип кәтти;
Мән бапкар өз тоқуғинини түрүвәткинидәк һаятимни түривәттим;
У мени тоқуш дәстигаһидин кесивәтти;
Таң билән кәч арилиғида Сән Худа җенимни алисән;
13 Таң атқичә мән күтүп, өзүмни тиничландуруп жүримән,
Бирақ У ширға охшаш һәммә сүйәклиримни сундурғандәк қилиду;
Таң билән кәч арилиғида Сән Худа җенимни алисән.
14 Мән қарлиғач яки турнидәк вичирлап жүримән;
Пахтәктәк аһ-уһ уримән;
Көзлирим жуқуриға қараш билән аҗизлишип кетиду;
И рәб, мени зулум басти!
Җенимға кепил болғин!
15 Немә десәм болар? Чүнки У маңа сөз қилди вә Өзи мошу ишни қилди!
Җеним тартқан азап түпәйлидин мән бар жиллиримда қәдәмлиримни санап бесип авайлап маңимән.
16 И Рәб, адәмләр мошундақ савақлар билән яшиши керәк;
Роһум мошу савақлардин һаятини тапиду;
Сән мени әслимгә кәлтүрүп, мени һаят қилдиң!
17 Мана, өзүмниң бәхит-течлиғим үчүн азап үстигә азап тарттим;
Маңа болған сөйгүң түпәйлидин җенимни һалакәт һаңидин чиқардиңсән;
Сән һәммә гуналиримни кәйниңгә чөрүвәттиңсән.
18 Чүнки тәһтисара Саңа рәхмәт ейталмайду;
Өлүм Сени мәдһийиләлмәйду;
Һаңға чүшиватқанлар Сениң һәқиқәт-вапалиғиңға үмүт бағлалмайду.
19 Өзүм бүгүн қилғинимдәк Саңа рәхмәт ейтидиғанлар тирикләр, тирикләрдур;
Ата болғучи оғуллириға һәқиқәт-вапалиғиңни билдүриду.
20 Пәрвәрдигар мени қутқузушқа нийәт бағлиғандур;
Биз болсақ, қалған өмримиздә һәр күни Пәрвәрдигарниң өйидә саз челип мәдһийә нахшлиримни ейтимиз!».
21 (Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлап, ярисиға чаплаңлар, у әслигә келиду», дегән еди
22 вә Һәзәкия: — «Мениң Пәрвәрдигарниң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиған қандақ бешарәтлик аламәт берилиду?» дәп сориған еди).