4
Давами 
 
1 Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәп ялвурйду.    
   
 
2 Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду,  
Зимин бәргән мевә болса,  
Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду.    
3 Һәм шундақ иш болидуки,  
Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар,  
Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду.    
4 Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән,  
Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп,  
Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду.   
5 Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй,  
Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут,  
Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду;  
Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду.    
6 Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған,  
Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».