41
Худаниң әл-милләтләргә бәргән тәкливи
1 — «И араллар, сүкүт қилип Мениң алдимға келиңлар;
Хәлиқләрму күчини йеңилисун!
Улар йеқин кәлсун, сөз қилсун;
Тоғра һөкүм қилиш үчүн өз ара йеқинлишайли!»
Әлләрниң мәсилиси — бутпәрәсликтур •••• Худа Өзини испатлаш үчүн бәргән бир бешарәт
2 «Ким шәриқтики бирисини ойғитип,
Уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди?
У әлләрни униң қолиға тапшуриду,
Уни падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилдуриду;
Уларни униң қиличиға тапшуруп топа-чаңға айландуриду,
Уларни униң оқяси алдида шамал учурған пахал-топандәк қилиду.
3 У уларни қоғливетип,
Путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду;
4 Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип,
Буларни бекитип ада қилған ким?
Мән Пәрвәрдигар Авал Болғучидурмән,
Ахири болғанлар биләнму биллә Болғучидурмән;
Мән дегән «У»дурмән.
5 Араллар шу ишларни көрүп қорқишиду;
Җаһанниң чәт-четидикиләр титрәп кетиду;
Улар бир-биригә йеқинлишип, алдиға келиду;
6 Уларниң һәр бири өз хошнисиға ярдәм қилип,
Өз қериндишиға: «Жүрәклик бол!» — дәйду.
7 Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду,
Метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп: «Кәпшәрлигини яхши!» дәйду;
Шуниң билән уни лиңшип қалмисун дәп бутниң путини миқлар билән бекитиду.
Худаниң Исраилға илһам бериши
8 Бирақ сән, и қулум Исраил,
И Өзүм таллиған Яқуп,
Ибраһим Мениң достумниң әвлади: —
9 Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән,
Йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән;
Мән саңа «Сән мениң қулумдурсән,
Мән сени таллиған,
Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — дегән едим.
10 — Қорқма; чүнки Мән сән билән биллидурмән;
Уян-буян қарап һодуқмаңлар;
Чүнки Мән сениң Худайиңдурмән;
Мән сени күчәйтимән,
Бәрһәқ, Мән саңа ярдәмдә болимән!
Бәрһәқ, Мән Өзүмниң һәққанийлиғимни билдүргүчи оң қолум билән сени йөләймән.
11 Мана, саңа қарап ғалҗирлишип кәткәнләрниң һәммиси хиҗил болуп шәрмәндә болиду;
Саңа шикайәт қилғучилар йоқ дейәрлик болиду, һалак болиду.
12 Сән уларни издисәң, һеч тапалмайсән;
Сән билән дәвалашқучилар —
Саңа қарши уруш қилғучилар йоқ дейәрлик, һеч болуп бақмиғандәк туриду.
13 Чүнки Мән Пәрвәрдигар Худайиң оң қолуңни тутуп туруп, саңа: —
«Қорқма, Мән саңа ярдәмдә болимән!» дәймән.
14 Қорқма, сән қурут болған Яқуп,
Исраилниң балилири!
Мән саңа ярдәмдә болимән!» — дәйду Пәрвәрдигар, йәни сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучи.
15 Мана, Мән сени көп һәм өткүр чишлиқ йеңи бир дан айриғучи тирна қилимән;
Сән тағларни янчип, уларни парә-парә қиливетисән,
Дөңләрниму көкүм-талқанға айландуруветисән.
16 Сән уларни соруйсән,
Шамал уларни учуруп кетиду,
Қуюн уларни тарқитиветиду;
Вә сән Пәрвәрдигар билән шатлинисән,
Исраилдики Муқәддәс Болғучини иптихарлинип мәдһийәләйсән.
17 Бозәкләр вә йоқсуллар су издәйду, лекин су йоқ;
Уларниң тили уссузлуқтин қағҗирап кетиду;
Мән Пәрвәрдигар уларни аңлаймән;
Мән Исраилниң Худаси улардин ваз кәчмәймән.
18 Мән қақас егизликләрдә дәрияларни,
Җилғилар ичидә булақларни ачимән;
Далани көлчәккә айландуримән,
Татираң йәрдин суларни урғутуп су билән қаплап беримән.
19 Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән;
Чөл-баяванда арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән;
20 Шундақ қилип улар буларни көрүп, билип, ойлинип: —
«Пәрвәрдигарниң қоли мошуларни қилған,
Исраилдики Муқәддәс Болғучи уни яратқан!» дәп тәң чүшинишиду.
Худаниң бутпәрәсләрни қутқузуш тоғрисидики йәнә бир сөзи
21 — Муһакимилириңларни оттуриға қоюңлар, дәйду Пәрвәрдигар;
— Күчлүк сәвәплириңларни чиқириңлар, дәйду Яқупниң Падишаси.
22 — Бутлириңлар елип кирилсун,
Бизгә немиләрниң йүз беридиғанлиғини ейтсун;
Илгәрки ишларни, уларниң үҗүр-бүҗүрлиригичә көз алдимизда көрсәтсун,
Шундақла булардин чиқидиған нәтиҗиләрни бизгә билдүрүш үчүн ейтип бәрсун;
— Яки болмиса, кәлгүсидики ишларни аңлап биләйли;
23 Силәрниң илаһлиқ екәнлигиңларни билишимиз үчүн,
Кейинки йүз беридиған ишларни бизгә баян қилиңлар;
Қандақла болмисун, Бизни һаң-таң қилип уни тәң көридиған қилиш үчүн,
Бирәр яхши иш яки яман бир ишни қилиңлар!
24 Мана, силәр йоқниң арилиғида,
Ишлигиниңларму йоқ иштур;
Силәрни таллиғучи бир ләнитидур.
Бешарәт тәкрарлиниду; Худа барлиқ әл-жутларға «Мениң қулумни тонуңлар» дәп тонуштуриду
25 Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду;
У күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду;
У бириси һак лайни дәссигәндәк, сапалчи лай чәйлигәндәк әмәлдарларниң үстигә һуҗум қилиду;
26 Бизгә уқтуруш үчүн, ким муқәддәмдин буян буни ейтқан?
Яки Бизни «У һәқиқәттур» дегүзүп бу иштин бурун уни алдин-ала ейтқан?
Яқ, һеч ким ейтмайду;
Бәрһәқ, һеч ким баян қилмайду;
Сөзүңларни аңлалиғучи бәрһәқ йоқтур!
27 Мән дәсләптә Зионға: — «Мошу ишларға көз тикип туруңлар! Көз тикип туруңлар!» дедим,
Йерусалимға хуш хәвәрни йәткүзгүчини әвәтип бәрдим.
28 Мән қарисам, шулар арисида һеч ким йоқ —
Мәслиһәт бәргидәк һеч ким йоқ,
Шулардин сорисам, җавап бәргидәк һеч кимму йоқ.
Давами
29 Қараңлар, улар һәммиси қуруқ;
Уларниң ясиғанлири йоқ иштур,
Қуйма мәбудлири қуруқ шамалдәк мәнасиздур.