44
Давами
1 Бирақ һазир, и Яқуп Мениң қулум,
И Мениң таллиғиним Исраил, аңла! —
2 Сени ясиған, балиятқудин тартипла сени шәкилләндүргән, саңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Қорқма, и Мениң қулум Яқуп,
И Мениң таллиғиним «Йәшурун», қорқма!
3 Чүнки Мән уссап кәткәнниң үстигә суни,
Қағҗирақ йәрниң үстигә кәлкүнләрни қуюп беримән;
Нәслиң үстигә Роһумни,
Пәрзәнтлириң үстигә бәрикитимни қуйимән;
4 Улар юмран чөпләр арисидин,
Ериқ-өстәңләр бойидики мәҗнун таллардәк өсиду;
5 Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду,
Йәнә бириси болса Яқупниң исми билән өзини атайду;
Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду,
Шундақла Исраилниң исмини өзиниң исмигә яндаш қошиду.
6 Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар,
Йәни Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мән болсам Тунҗи һәм Ахиридурмән;
Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур.
7 Қени, ким Мениң қедимки хәлқимни тикләп бекиткинимдәк бир ишни җакалап, алдин-ала баян қилип, андин уни Мениң алдимға Мәндәк тикләп қоялайду?
Қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!
8 Қорқмаңлар, сарасимигә чүшүп кәтмәңләр!
Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип, алдин баян қилған әмәсму?
Мошу тоғрилиқ силәр Мениң гувачилиримдурсиләр.
Мәндин башқа илаһ барму? Бәрһәқ, башқа Қорам Таш йоқ; һеч биридин хәвирим йоқтур.
9 Оюлған мәбудни шәкилләндүргәнләрниң һәммисиниң әһмийити йоқ;
Уларниң әтиварлиған нәрсилириниң һеч пайдиси йоқтур;
Мошуларға болған «гувачилар» болса, өзлири қариғу, һеч немини билмәс;
Дәрвәқә нәтиҗиси уларниң өзлиригә шәрмәндиликтур.
10 Ким бир «илаһ»ни шәкилләндүргән болса,
Һеч пайдиси йоқ бир мәбудни қуйған, халас!
11 Мәбудниң барлиқ һәмраһлири шәрмәндә болиду;
Мәбудни ясиғучилар болса адәмдур, халас;
Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун,
Улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду.
12 Мана төмүрчи сайманлирини қолиға елип,
Чоғлар үстидә мошу нәрсини базғанлири билән соқуп шәкилләндүриду;
Андин у күчлүк қоли билән униңға ишләйду;
Бирақ униң қосиғи ечип мағдуридин қалиду;
Су ичмәй у һалсизлинип кетиду.
13 Яғаччи болса яғач үстигә өлчәш жипини тартиду;
У қәләм билән үстигә әндизә сизиду;
Уни рәндә билән рәндиләйду;
У йәнә пәрка билән сизип җиҗайду;
Ахирда у уни адәмниң гөзәллигигә охшитип инсан тәқи-турқини шәкилләндүриду;
Шуниң билән у өйдә турушқа тәйяр қилиниду.
14 Мана у бир күни өзи үчүн кедир дәрәқлирини кесишкә чиқиду!
(У әслидә арча вә дуб дәрәқлирини елип өзи үчүн орманлиқ арисиға тикип чоң қилған еди;
У қариғайму тиккән еди, ямғур уни үндүрди).
15 Мошу яғачлардин отун елиниду;
Бириси униңдин елип, иссиниду;
Мана, у от йеқип, нан йеқиватиду;
У йәнә униңдин елип бир илаһни ясайду һәм униңға ибадәт қилиду;
Уни оюлған мәбуд қилип униңға баш уриду.
16 Демәк, йеримини отта көйдүриветиду;
Йерими билән гөш йәйду;
У кавап қилип қанғичә йәйду;
Бәрһәқ, у иссинип, өз-өзигә: —
«Аһ, раһәтлинип иссиндиммән, отни көрүватимән!» — дәйду.
17 Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду;
Бу униң мәбуди болиду;
У униң алдиға жиқилип ибадәт қилиду;
У униңға дуа қилип: «Мени қутқузғайсән;
Чүнки сән мениң илаһимдурсән» — дәйду.
18 Бу кишиләр һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду;
Чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини,
Уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән.
19 Улардин һеч биридә мошуларни көңлигә кәлтүрүп: —
«Яғачниң йеримини мән отта көйдүрдүм,
Йериминиң чоғлири үстидә мән нан яқтим;
Мән кавапму қилип йәвалдим;
Қалғинини бир ләнәтлик нәрсә қиламтим?
Мән бир парчә яғачқа баш урамтим!» — дегудәк һеч билим яки йорутулуш йоқтур.
20 Униң йегини күлләрдур!
Униң көңли езиқтурулған! У өз-өзини аздурди!
Шуниң билән у өзиниң җенини қутқузалмайду,
Яки: «Мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — дейәлмәйду.
21 Мошу ишларни есиңдә тут, и Яқуп,
И Исраил, чүнки сән Мениң қулумдурсән;
Мән сени ясап шәкилләндүрдүм;
Сән Мениң қулумдурсән, и Исраил,
Сән Мениң есимдин һеч чиқмайсән!
22 Итаәтсизликлириңни булутни өчүрүвәткәндәк,
Гуналириңни туманни өчүрүвәткәндәк өчүрүвәттим;
Мениң йенимға қайтип кәл;
Чүнки Мән сени һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалдим.
23 И асманлар, нахша ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар шу ишни қилған!
И йәрниң тегилири, шатлинип, яңраңлар!
И тағлар, орманлар вә улардики һәр бир дәрәқләр,
Яңритип нахшилар ейтиңлар!
Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалди,
У Исраил арқилиқ гөзәллигини көрситиду!».
Чоң қутулуш •••• Қорәш падишаниң вәзиписи
24 «Сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болған, сени балиятқуда ясап шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мән болсам һәммини Яратқучи,
Асманларни ялғуз кәргәнмән,
Өз-өзүмдинла йәр-зиминни яйған Пәрвәрдигардурмән;
25 (У болса ялған пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини бекар қилғучи,
Палчиларни қаймуқтурғучи,
Даналарни йолидин яндурғучи,
Уларниң билимлирини наданлиққа айландурғучи;
26 Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи,
Расул-әлчилириниң несиһәтлирини мувәппәқийәтлик қилғучи,
Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән»,
Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи;
27 Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол,
Дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;
28 Һәм Қорәш тоғрисида: «У Мениң қой падичим, у Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип,
Йерусалимға: «Қурулисән»,
Һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур): —