52
1 — Ойған, ойған, и Зион, күчүңни кийивал,
И Йерусалим, муқәддәс шәһәр, гөзәл кийим-кечәклириңни кийивал;
Чүнки бундин башлап сүннәт қилинмиғанлар яки напаклар ичиңгә иккинчи кирмәйду.
2 Топа-чаңдин чиқип өзүңни силкивәт;
Орнуңдин тур, олтиривал, и Йерусалим;
Өзүңни бойнуңдики зәнҗирләрдин бошитивәткин, и тутқун болған Зион қизи!
3 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Силәр өзүңларни пулсиз сетивәткәнсиләр;
Пулсиз қайтуруп сетивелинисиләр».
4 Чүнки мундақ дәйду Рәб Пәрвәрдигар: —
Хәлқим дәсләптә Мисирға мусапир сүпитидә чүшкән екән,
Шундақла йеқинда Асурийә уларни әзгән йәрдә,
5 (Әнди һазир хәлқим пулсиз елип келингинидә, — дәйду Пәрвәрдигар)
Мениң карим болмамдикән?
Улар үстидин һөкүмранлиқ қилғучилар уларни зар қақшатқан, — дәйду Пәрвәрдигар, —
Шундақла намим болса күн бойи тохтавсиз һақарәтләнгән турса,
Мениң карим болмамдикән?!»
6 Шуңа Өз хәлқим Мениң намимни билиду;
Шуңа шу күни улар Мениң «У» екәнлигимни, шундақла уларға: «Көр, Мени!» дәйдиғанлиғимни билиду.
Пәрвәрдигар Зионға келиду!
7 Тағлар үстидә хуш хәвәр елип кәлгүчиниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!
У арам-хатирҗәмликни җакалайду,
Бәхитлик хуш хәвәрни елип келиду,
Ниҗат-қутулушни елан қилиду,
У Зионға: «Худайиң һәммигә һөкүм сүриду!»
8 Күзәтчилириңниң авазини аңла!
Улар авазини көтириду,
Нахшиларни яңритип товлайду;
Чүнки Пәрвәрдигар Зионни елип қайтқанда, улар өз көзи билән көриду!
9 И Йерусалимниң харабилири, нахшиларни яңритип тәнтәнә қилиңлар!
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәргән,
У Йерусалимни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған!
10 Пәрвәрдигар әлләрниң һәммисиниң алдида Өз муқәддәс Билигини ечип аян қилған;
Шуниң билән йәр-зиминниң барлиқ чәт-яқилири Худайимизниң ниҗат-қутулушини көриду.
11 Чиқип кетиңлар, чиқип кетиңлар;
Һеч напак нәрсигә тәгмәй шу йәрдин чиқип кетиңлар;
Униң оттурисидин чиқип кетиңлар;
Пәрвәрдигарниң муқәддәс қача-қучилирини көтәргүчиләр, өзүңларни пак тутуңлар;
12 Чүнки силәр алдириған пети әмәс,
Патипарақ қачқан пети әмәс чиқип кетисиләр;
Чүнки Пәрвәрдигар алдиңларда маңиду,
Исраилниң Худаси арқа муһапизәтчиңлар болиду.
Пәрвәрдигарниң қулиниң қурбанлиғи — өлүми, дәпнә қилиниши һәм тирилдүрүлүши
13 « — Көрүңларки, Мениң қулум даналиқ билән иш көриду,
У аләм алдида көтирилиду, жуқури орунға чиқирилиду, наһайити алий орунға ериштүрүлиду.
14 Лекин нурғун кишиләр сени көрүп, интайин һәйран қелишиду,
— Чүнки униң чирайи башқа һәр қандиқиниңкидин көп зәхимләнгән,
Қулниң қияпити шу дәриҗидә бузуветилгәнки, униңда һәтта адәм сияқиму қалмиған!
15 У шу йол билән нурғун әлләрниң үстигә қан чачиду.
Һәтта шаһ-падишаларму униң карамитидин ағзини тутупла қалиду;
Чүнки өзлиригә әзәлдин ейтилмиғанни улар көрәләйду,
Улар әзәлдин аңлап бақмиғанни чүшинәләйду.