25
Билдад йәнә сөзләйду — Худаниң улуқлуғи
1 Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 «Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур;
У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду.
3 Униң қошунлирини санап түгәткили боламду?
Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар?
4 Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун?
Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун?
5 Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә,
Юлтузларму пак болмиған йәрдә,
6 Қурут болған инсан,
Сазаң болған адәм балиси униң алдида қандақ болар?».