27
Аюпниң қайтидин өз һәқ-сәмимийлигини баян қилиши
1 Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
2 «Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән,
Җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки,
3 Тенимдә нәпәс болсила,
Тәңриниң бәргән Роһи димиғимда турсила,
4 Ләвлиримдин һәққанийсиз сөзләр чиқмайду,
Тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!
5 Силәрниңкини тоғра дейиш мәндин жирақ турсун!
Җеним чиққанға қәдәр дуруслуғумни өзүмдин айримаймән!
6 Адиллиғимни чиң тутуверимән, уни қоюп бәрмәймән,
Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!
7 Мениң дүшминим рәзилләргә охшаш болсун,
Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун.
8 Чүнки Тәңри иплас адәмни үзүп ташлиғанда,
Униң җенини алғанда,
Униң йәнә немә үмүти қалар?
9 Балаю-апәт уни бесип чүшкәндә,
Тәңри униң налә-пәрядини аңламду?
10 У Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду?
У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?
11 Мән Тәңриниң қолиниң қилғанлири тоғрисида силәргә мәлумат берәй;
Һәммигә Қадирда немә барлиғини йошуруп жүрмәймән.
12 Мана силәр аллибурун буларни көрүп чиқтиңлар;
Силәр немишкә ашундақ пүтүнләй қуруқ хияллиқ болуп қалдиңлар?
13 Рәзил адәмләрниң Тәңри бекиткән ақивити шундақки,
Зораванларниң Һәммигә Қадирдин алидиған несивиси шундақки: —
14 Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду;
Униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду.
15 Униң өзидин кейин қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду,
Буниң билән қалған тул хотунлири матәм тутмайду.
16 У күмүчләрни топа-чаңдәк жиғип догилисиму,
Кийим-кечәкләрни лайдәк көп жиғсиму,
17 Буларниң һәммисини тәйярлисиму,
Бирақ кийимләрни һәққанийлар кийиду;
Бигуналарму күмүчләрни бөлүшиду.
18 Униң ясиған өйи пәрваниниң ғозисидәк,
Үзүмзарниң күзәтчиси өзигә салған кәпидәк бош болиду.
19 У бай болуп йетип дәм алғини билән,
Бирақ әң ахирқи қетим келидуки,
Көзини ачқанда, әнди түгәштим дәйду.
20 Вәһимиләр кәлкүндәк бешиға келиду;
Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду.
21 Шәриқ шамили уни учуруп кетиду;
Шиддәт билән уни орнидин елип жираққа етип ташлайду.
22 Боран уни һеч айимай, бешиға урулиду;
У униң чаңгилидин қутулуш үчүн һә дәп уруниду;
23 Бирақ шамал униңға қарап чавак чалиду,
Уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду».