41
1 Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур;
Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
2 Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур;
Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?
3 Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса,
Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән,
Мән униңға қайтурушқа тегишликму?
4 Левиатанниң әзалири,
Униң зор күчи,
Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ,
Мән сүкүт қилип туралмаймән.
5 Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун?
Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?
6 Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун?
Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
7 Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур,
Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,
8 Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
9 Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур;
Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
10 Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду,
Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
11 Униң ағзидин отлар чиқип туриду;
От учқунлири сәкрәп чиқиду.
12 Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк,
Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
13 Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду,
Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
14 Бойнида зор күч ятиду,
Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
15 Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду;
Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
16 Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду,
Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
17 У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду;
Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.
18 Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ;
Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
19 У төмүрни самандәк,
Мисни пор яғачтәк чағлайду.
20 Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду;
Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
21 Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду;
У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.
22 Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур;
У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.
23 У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду;
У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
24 У маңса маңған йоли пақирайду;
Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
25 Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур,
У һеч қорқмас яритилған.
26 У бүйүкләрниң һәр қандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду;
У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур».