2
Кана йезисидики той зияпити
1 Үчинчи күни, Галилийәдики Кана йезисида бир той болди. Әйсаниң аниси Мәрйәм у йәрдә еди
2 һәм Әйса вә униң мухлислириму тойға тәклип қилинған еди.
3 Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға:
— Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
4 Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.
5 Аниси чакарларға:
— У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
6 Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.
7 Әйса чакарларға:
— Күпләргә су толдуруңлар, — деди.
Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти.
8 Андин у уларға йәнә:
— Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди.
Улар уни апирип бәрди.
9 Той башқурғучи шарапқа айландурулған судин тетип көргәндә (у униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуған чакарлар биләтти) той башқурғучи тойи болуватқан жигитни чақирип,
10 униңға:
— Һәр бир той қилғучи яхши шарапни тойниң бешида қуйиду, андин меһманлар қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Әҗәба, сән яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
11 Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп, Галилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди.
12 Бу иштин кейин у, аниси, инилири вә мухлислири билән Кәпәрнаһум шәһиригә чүшүп, у йәрдә бир нәччә күн турди.
Сода-сетиқ қилғучиларниң ибадәтханидин қоғлиниши
Мат. 21:12-13; Мар. 11:15-17; Луқа 19:45-46
13 Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға йеқин қалғанда, Әйса Йерусалимға барди.
14 У ибадәтхана һойлилирида кала, қой вә кәптәр-пахтәк сатқучиларни һәм у йәрдә олтарған пул тегишкүчиләрни көрди.
15 У танидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң пуллирини чечип, ширәлирини өрүвәтти
16 вә пахтәк-кәптәр сатқучиларға:
— Бу нәрсиләрни бу йәрдин елип кетиш! Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма! — деди.
17 Буни көргән мухлислири Зәбурда мундақ пүтүлгинини есигә елишти:
«Сениң муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!».
18 Шуниң билән Йәһудийлар у ишларға инкас билдүрүп униңдин:
— Бундақ ишларни қилған екәнсән, қени, бизгә немә мөҗизилик аламәтни көрситип берисән?! — дәп сориди.
19 Әйса уларға җавап берип:
— Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән, — деди.
20 Шуниң билән бу Йәһудийлар йәнә униңға:
— Бу ибадәтханини ясаватқили һазирғичә қириқ алтә жил болған турса, сән уни қандақсигә үч күндила қуруп чиқалайсән?! — деди.
21 Һалбуки, униң «ибадәтхана» дегини униң өз тенини көрсәткән еди.
22 Шуңа, у өлүмдин тирилгәндин кейин, мухлислири униң бу дегинини есигә алди вә шундақла муқәддәс язмилардики бу һәқтики бешарәткә һәмдә Әйсаниң ейтқан сөзигә ишәнди.
23 Өтүп кетиш һейтида, нурғун кишиләр униң Йерусалимда көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көргән болуп, униң намиға етиқат қилишти.
24 Лекин Әйса пүткүл инсанларниң қәлбиниң қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти.
25 Инсан тоғрилиқ һеч кимниң униңға гувалиқ беришиниң һаҗити йоқ еди; чүнки у инсанларниң қәлбидә немә бар екәнлигини өзи биләтти.