8
Зина үстидә тутулған аял
1 Әйса болса Зәйтун теғиға чиқип кәтти.
2 Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди.
3 Шу чағда, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип,
4 униңдин:
— Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди.
5 Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.
6 Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
7 Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға:
— Араңлардики ким гунасиз болса, бу аялға биринчи ташни атсун! — деди.
8 Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.
9 Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.
10 Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин:
Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди,
11 — Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял.
Әйса:
— Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.
Әйса дунияниң нуридур
12 Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип:
— Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди.
13 Пәрисийләр:
— Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти.
14 Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр.
15 Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән.
16 Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур.
17 Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур.
18 Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду.
19 Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти.
Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди.
20 Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.
Әйсаниң етиқатсизларға агаһ беришлири
21 Шуниң билән у уларға йәнә:
Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.
22 Буниң билән Йәһудийлар:
— У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти.
23 Әйса уларға:
— Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән.
24 Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди.
25 Сән зади ким? — дәп сорашти улар.
Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу.
26 Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән, — деди.
27 Улар униң өзлиригә ейтқанлириниң Ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди.
28 Шуңа Әйса мундақ деди:
Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр.
29 Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән.
30 Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди.
Һәқиқий әркинлик тоғрилиқ
31 Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға:
— Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр,
32 вә һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа ериштүриду, — деди.
33 Улар җававән: — Биз Ибраһимниң нәслимиз, — һеч қачан һеч кимниң қуллуғида болмидуқ. Сән қандақсигә: Азатлиққа еришсиләр, дәйсән? — деди.
34 Әйса уларға җавап берип: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, гуна садир қилған киши гунаниң қулидур.
35 Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду.
36 Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр.
37 Силәрниң Ибраһимниң нәсли екәнлигиңларни билимән. Бирақ мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки мениң сөзүм ичиңлардин орун алмиди.
38 Мән Атамниң йенида көргәнлиримни ейтиватимән; силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!
39 Улар җавап берип: — Бизниң атимиз Ибраһимдур, — деди.
Әйса уларға: — Әгәр Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң әмәллирини қилған болаттиңлар!
40 Бирақ һазир әксичә мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән адәмни өлтүрүшкә қәстләйсиләр. Ибраһим ундақ ишни қилмиған.
41 Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди.
— Биз һарамдин болған әмәсмиз! Бизниң пәқәт бирла атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.
42 Әйса уларға: — Атаңлар Худа болған болса, мени сөйгән болаттиңлар; чүнки мән Худаниң бағридин чиқип, бу йәргә кәлдим. Мән өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки Униң тәрипидин әвәтилгәнмән.
43 Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, мениң сөз-каламим қулиқиңларға кирмәйватиду!
44 Силәр атаңлар Иблистин болғансиләр вә униң арзу-һәвәслиригә әмәл қилишни халайсиләр. У аләм апиридә болғандин тартип қатил еди вә униңда һәқиқәт болмиғачқа, һәқиқәттә турмиған. У ялған сөзлигәндә, өз тәбиитидин сөзләйду, чүнки у ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур.
45 Лекин мән һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, маңа ишәнмәйсиләр.
46 Қайсиңлар мени гунайи бар дәп дәлилләләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм, немә үчүн маңа ишәнмәйсиләр?
47 Худадин болған киши Худаниң сөзлирини аңлайду; силәр уларни аңлимайсиләр, чүнки силәр Худадин болған әмәссиләр!
48 Йәһудийлар униңға җававән:
— Әҗәба, бизниң сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән дегинимиз тоғра әмәсму? — дейишти.
49 Әйса җававән: — Маңа җин чаплашқини йоқ, бәлки мән Атамни һөрмәт қилимән; лекин силәр маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр.
50 Мән өз шан-шәривимни издимәймән; лекин буни издигүчи һәм униң үстидин һөкүм қилғучи Бириси бар.
51 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду.
52 Шуниң билән Йәһудийлар униңға:
— Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта һәзрити Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән?
53 Әҗәба, сән атимиз Ибраһимдин улуқмусән? У өлди, пәйғәмбәрләр һәм өлди!? Сән өзүңни ким қилмақчисән?
54 Әйса җававән мундақ деди:
— Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур.
55 Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән.
56 Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди.
57 — Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар.
58 Әйса уларға:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди.
59 Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти.