17
Йәһуданиң гунайи алмас учлуқ төмүр қәләм билән таштахтай кәби жүрәклиригә вә қурбангаһлиридики мүңгүзләргә оюлған; балилириму йешил дәрәқләр бойида тикләнгән, егиз дөңләр үстидә ясиған бутлириниң қурбангаһлирини вә «Ашәраһ»лирини һәрдайим сеғиниду.    Мән тағлириңларда вә етизлириңларда, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни, — сениң «жуқури җайлар»иңму буниң сиртида әмәс — бу четиңдин у четиңгичә болған гунайиң түпәйлидин олҗа болушқа тапшуримән;
  
Өзүңниң шори, Мән саңа тәқдим қилған мирасиң қолуңдин кетиду; Мән сән тонумайдиған бир зиминда сени дүшмәнлириңниң қуллуғиға тапшуримән; чүнки силәр ғәзивимгә от йеқип уни қозғиғансиләр; у мәңгүгә көйиду.
 
Бир нәччә һекмәтлик сөзләр
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Адәмгә таянған, адәмниң әт-күчини таянчи қилған, қәлби Пәрвәрдигардин чәтнигән адәмниң һалиға ләнәт болсун! У чөл-баяванда өскән қара арча чатқилидәк болиду; бәхит-яхшилиқ кәлсиму у буни көрмәйду; у бәлки чөлдики қағҗирақ йәрләрдә, адәмзатсиз шорлуқ бир зиминда туриду. Пәрвәрдигарға таянған, Пәрвәрдигарни таянч қилған адәм бәхит-бәрикәтлик болиду! У сулар бойида тикләнгән, ериқ бойида кәң йилтиз тартқан дәрәқдәк; пижғирим иссиқтин у қорқмайду; униң йопурмақлири һемишә йешилдур; қурғақчилиқ жили у солашмайду вә мевә бериштин қалмайду.
Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур. Кимму уни чүшинәлисун? 10 Мәнки Пәрвәрдигар инсан қәлбини күзитип тәкшүримән; һәр бирсигә өз йоллири бойичә, қилған әмәллириниң мевиси бойичә тәқсим қилиш үчүн, инсан виҗданини синаймән.    11 Худди өзи туғмиған тухумларни бесивалған кәкликтәк, һарамдин байлиқларға еришкән кишиму шундақ болиду; күнлириниң йерими өтмәйла еришкинидин айрилиду, у ахирида ахмақ болуп чиқиду.
 
12 Шан-шәрәплик бир тәхт, әзәлдин жуқуриға тикләнгән, дәл бизниң башпанаһимиз болған җайдур; 13 и Пәрвәрдигар, Сән Исраилниң үмүтисән! Сәндин ваз кәчкән һәммәйлән йәргә қарап қалиду; Сәндин жирақлашқанлар тупрақта ятқанлар арисида тизимлиниду; чүнки улар һаятлиқ сулириниң мәнбәси болған Пәрвәрдигардин ваз кәчкән. 14 Мени сақайтқин, и Пәрвәрдигар, мән шуниң билән җәзмән сақайтилимән! Мени қутқузғин, шуниң билән җәзмән қутқузулимән! — Чүнки Өзүң мениң мәдһийәмдурсән! 15 Мана, улар маңа: — Пәрвәрдигарниң сөз-бешарити қени?! Қени, у әмәлгә ашурулсун!» — дәйду. 16 Лекин мән болсам, Саңа әгәшкинимдә «пада баққучи» болуштин һеч қачқан әмәсмән, вә әҗәл күнини һеч арзу қилмиғанмән, — Сән билисән! Ағзимдин барлиқ чиққанлар Сениң йүз алдиңда болған. 17 Маңа вәһимә болмиғайсән; күлпәтлик күнидә Сән мениң башпанаһимдурсән. 18 Маңа зиянкәшлик қилғучилар йәргә қарап қалсун, лекин мени йәргә қаратмиғайсән! Улар дәккә-дүккигә чүшсун, лекин мени дәккә-дүккигә чүшүрмигәйсән; уларниң бешиға күлпәт күнини чүшүргәйсән; уларни икки һәссилик һалакәт билән үзүл-кесил пачақлап ташлиғайсән!
 
«Шабат» күни — йәни шәмбә күни, йәни дәм елиш күни — рәһим пурсити
19 Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — Барғин, Йәһуда падишалири шәһәргә киридиған вә чиқидиған «Хәлиқниң балилири» дегән дәрвазида, һәмдә Йерусалимниң барлиқ дәрвазилирида турғин, уларға мундақ дегин: — 20 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и мошу дәрвазилардин киридиған Йәһуданиң падишалири, барлиқ Йәһуда вә Йерусалимда туруватқан халайиқ! 21 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз җениңларға һези болуңлар! «шабат» күнидә һеч қандақ жүкни көтәрмәңлар, Йерусалимниң дәрвазилиридин һеч нәрсини епкирмәңлар; 22 шабат күнлиридә өйлириңлардин һеч жүкни көтирип елип чиқмаңлар, вә һеч қандақ әмгәк қилмаңлар; бәлки Мән ата-бовилириңларға буйруғинимдәк, шабат күнини Өзүмгә аталған муқәддәс бир күн дәп қараңлар.    23 Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған, бәлки аңлимаслиққа һәм тәрбийини қобул қилмаслиққа бойнини қаттиқ қилған. 24 Шундақ болидуки, силәр авазимни көңүл қоюп аңлисаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — йәни шабат күнидә шәһәр дәрвазилиридин һеч жүкни елип кирмисәңлар вә һеч әмгәк қилмаслиқ арқилиқ шабат күнини Маңа пак-муқәддәс бир күн һесаплисаңлар, 25 бу шәһәр дәрвазилиридин Давутниң тәхтигә олтиридиған падишалири вә әмирлири җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип кириду; улар, уларниң әмирлири, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларму кирип-чиқишиду; бу шәһәр мәңгү ават болиду. 26 Шундақ қилсаңлар, хәлиқләр Йәһуда шәһәрлиридин, Йерусалим әтрапидики йезилардин, Биняминниң зиминидин, ғәриптики «Шәфәлаһ» егизлигидин, җәнуптики тағлиқтин, Йәһудадики җәнубий баяванлардин Пәрвәрдигарниң өйигә «көйдүрмә қурбанлиқ»лар, «енақлиқ қурбанлиқлири», «ашлиқ һәдийә»ләр вә хушбуйларни тутуп, Пәрвәрдигарға болған рәхмәтлирини ейтишқа киридиған болиду. 27 Лекин силәр Маңа қулақ салмисаңлар, йәни шабат күнини Өзүмгә пак-муқәддәс һесаплимай, шабат күнидә Йерусалимниң дәрвазилиридин жүк көтирип кирсәңлар, әнди Мән дәрвазиларға бир от яқимән, у Йерусалимдики ордиларни йәветиду, уни һеч өчүрәлмәйду.
 
 
17:1 Йәр. 11:13 17:2 ««Ашәраһ»лар — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин. 17:2 Йәр. 2:20 17:3 «Мән тағлириңларда вә етизлириңларда, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни... тапшуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Далида турған мениң теғимни болса, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни... тапшуримән». Исраилдики «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. 17:3 Йәр. 15:13 17:4 Қан. 28:68; Йәр. 15:14; 16:13 17:7 Зәб. 2:12; 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18 17:8 Зәб. 1:3 17:10 «инсан виҗданини синаймән» — «виҗдан» ибраний тилида «бөрәк» дегән билән ипадилиниду. 17:10 1Сам. 16:7; Зәб. 7:10 17:11 «Худди өзи туғмиған тухумларни бесивалған кәкликтәк...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Худди тухумларни бесип лекин төрәлдүрмәйдиған бир кәкликтәк...». 17:13 Зәб. 72:27; Йәш. 1:28; Йәр. 2:13; Юһ. 8:8 17:14 «мени қутқузғин, шуниң билән җәзмән қутқузулимән!» — бу айәттики «қутқузуш» һәргиз Йәрәмияниң өз һаятиниң аман-есән сақлинишини тилишила әмәс. Муһим иш шуки, у бу айәттики гәп билән 1-11-айәтләрдики бешарәткә, болупму: «Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур» дегәнгә болған инкаси. У биринчидин өзиниң, иккинчидин хәлқиниң қәлбиниң гунайиниң толуқ түгитилиши (сақайтилиши)ни тиләйду. «Даваси йоқ» қәлбни болса пәқәт һәммигә қадир бир Худа сақайталайду. Бу иш дәл «йеңи әһдә»дин ибарәт — 31:31-34ни көрүң. 17:15 Йәш. 5:19; 2Пет. 3:4 17:16 «пада баққучи» — шүбһисизки, пәйғәмбәрниң хәлиққә болған рольини көрситиду. «Лекин мән болсам, Саңа әгәшкинимдә «пада баққучи» болуштин һеч қачқан әмәсмән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән болсам, балаю-апәтни чүшүрүш үчүн Саңа есилмидим!» 17:17 Йәр. 16:19 17:18 Зәб. 34:4-5; 39:15-16; Йәр. 15:15 17:19 «шабат күни» — бу бешарәт (19-27-айәт)ниң темиси «шабат күни», йәни шәмбә күни, йәни дәм елиш күни. Худа мошу йәрдә бу күн арқилиқ хәлқигә меһри-шәпқитини көрсәтмәкчи. 17:21 Нәһ. 13:19 17:22 «шабат күнлиридә өйлириңлардин һеч жүкни көтирип елип чиқмаңлар, вә һеч қандақ әмгәк қилмаңлар... шабат күнини Өзүмгә аталған муқәддәс бир күн дәп қараңлар» — оқурмәнкәргә аянки, Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Йәһудийларға, «шабат күни» (шәмбә күни)ни Өзини сеғинишқа, һеч қандақ меһнәт қилмай һәр адәм вә мал-варанниң дәм алидиған күни болсун дәп буйруған. 17:22 Мис. 20:8; 23:12; 31:13; Әз. 20:12 17:23 Йәр. 11:10; 13:10; 16:12 17:25 Йәр. 22:4 17:27 «Лекин силәр Маңа қулақ салмисаңлар, йәни шабат күнини Өзүмгә пак-муқәддәс һесаплимай, ... әнди Мән дәрвазиларға бир от яқимән, у Йерусалимдики ордиларни йәветиду...» — бу 19-27-айәтләрниң интайин муһим бир алаһидилиги вә әһмийити бар. Пәрвәрдигар Исраилға меһри-шәпқитини билдүрүш үчүн, Өз Тәврат-қануниниң тәләплирини пәқәт бирла пәрманға, йәни «шабат күнини һөрмәтләңлар» дегәнгә жиғинчақлайду; улар пәқәт мошу аддий тәләпкила әмәл қилса, У уларниң пәс әһвалини пүтүнләй өзгәртәләйтти. Шундақ болсиму, улар бәрибир йәнила бу кичик пәрманға әмәл қилалмиған. Адәмләрниң инсаний гуна тәбиити һәрдайим шундақтур!