21
Пәрвәрдигар Йерусалимни дүшмәнләргә тапшуриду
Падиша Зәдәкия Малкияниң оғли Пашхурни һәм Маасеяһниң оғли, каһин Зәфанияни әвәткәндә, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики муну бир сөз кәлди: — (Улар: «Биз үчүн Пәрвәрдигардин ярдәм сориғин; чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар бизгә һуҗум қилиду; Пәрвәрдигар Өзиниң өткәнки карамәт қилған ишлири бойичә, бизгиму охшаш муамилә қилип, уни йенимиздин яндурармекин?» — дәп сориди. Йәрәмия уларға: — Зәдәкияға мундақ дәңлар, — деди)
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қоллириңлар тутқан, силәрни қоршивалған Бабил падишаси һәм калдийләргә сепил сиртида җәң қилишқа ишлитидиған, җәң қураллириңларни қайриветимән вә буларни бу шәһәрниң оттурисида жиғивалимән; Мән Өзүмму созулған қолум вә күчлүк билигим билән, ғәзивим билән, қәһрим билән вә һәссиләнгән аччиғим билән силәргә җәң қилимән! Мән бу шәһәрдә туруватқанларни, инсан болсун, һайван болсун уримән; улар дәһшәтлик бир ваба билән өлиду. Андин кейин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһуда падишаси Зәдәкияни, хизмәткарлирини, хәлиқни, йәни бу шәһәрдә вабадин, қиличтин вә қәһәтчиликтин қелип қалғанлар болса, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға, уларниң дүшмәнлириниң қолиға вә җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; Небоқаднәсар уларни қилич тиғи билән уриду; у нә уларни айимайду, нә уларға ичини һеч ағритмайду, нә рәһим қилмайду.
Лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән алдиңларда һаят йоли вә мамат йолини салимән; ким бу шәһәрдә қалмақчи болса, қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршивалған калдийләргә тәслим болса, у һаят қалиду; униң җени өзигә алған олҗидәк болиду. 10 Чүнки Мән бу шәһәргә яхшилиқ үчүн әмәс, бәлки яманлиқ қилиш үчүн йүзүмни қаратқуздум, — дәйду Пәрвәрдигар; у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду, у уни от селип көйдүриветиду.
 
Ордидикиләр тоғрилиқ
11 Вә Йәһуда падишасиниң җәмәти тоғрилиқ Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: — 12 И Давутниң җәмәти, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар, буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; болмиса, қилғанлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин, қәһрим партлап, оттәк һәммини көйдүриду; уни өчүрәләйдиған һеч ким болмайду;    13 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и җилға үстидә, түзләңликтики қияда олтарғучи, йәни «Ким үстимизгә чүшүп һуҗум қилалисун, ким өйлиримизгә бесип кирәлисун?!» дегүчи, — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду.  
 
 
21:1 «Малкияниң оғли Пашхур» — демисәкму, бу 20-баптики «Пашхур» әмәс; лекин бу Пашхурму кейинки вақитларда Йәрәмияға зиянкәшлик қилидиған адәм болиду (29:25-27ни көрүң). «Зәфания» болса өзиниң мустәқил көзқариши йоқ болған йәнә бир «жумилақ тавуз»ға охшайду. (29:29дики вақиәни көрүң). У бәлким ахирда Бабилниң «қаравул беги» тәрипидин өлүмгә мәһкүм қилинған «Зәфания»ға охшаш адәм еди (52:24-27ни көрүң). 21:4 «калдийләр» — демисәкму, «калдийләр» Бабиллиқларни, болупму Бабил ләшкәрлирини көрситиду. 21:8 «лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк» — «бу хәлиқ» Йерусалимда қамилип қалған хәлиқни көрситиду. 21:9 Йәр. 38:2 21:12 «И Давутниң җәмәти, ...: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар» — қариғанда, падишаниң сотлири әтигәндә өткүзүләтти. Йәнә келип «һәр әтигәндә» дегән ибарә бәлким «адаләт биринчи иш болсун, һәр күнидә әң муһим иш болсун» дегән көчмә мәнидә ишлитилгән болуши мүмкин. 21:12 Йәр. 22:3 21:13 «җилға үстидә... қияда олтарғучи...» — бизниңчә бу ордида олтарған падиша-әмирләрни көрситиду. Әслидә падиша ордисиниң қурулуши үчүн, Йерусалимдики икки тағ арисидики кичик җилға «түзләңлик» қилип тиндурулған андин униң үстигә орда қурулған. Шундақ қилип Кидрон җилғиси үстидә, — йәни «пәләккә тақашқан» бир интайин бехәтәр җайда — орда көрүнәтти. Демәк, бу сөзләр падиша һәм ордидикиләргә ейтилған болуши керәк. Бәзи тәрҗиманлар бу айәт Йерусалим шәһирини көрситиду, дәп қарайду. Падишаһниң ордисиниң алаһидә әһвали вә кәйнидики айәтләргә қариғанда, бизниңчә у ордидикиләрниң өзлирини көрситиду. 21:14 «Мән униң орманлиғида бир от яқимән» — «орманлиқ» немин көрситиду? Ординиң бир пәхри болған Сулайман падиша бена қилған һәйвәтлик «Ливан орманлиғи өйи» (Ливанниң кедир яғичидин ясалған) еди. 22:6ниму көрүң. 21:14 Йәр. 17:27