29
Йәрәмия сүргүн қилинғанларға язған хәт
Йәрәмияниң Йерусалимдин сүргүн болғанлар арисидики һаят қалған ақсақалларға, каһинларға, пәйғәмбәрләргә вә Небоқаднәсар әсир қилип Бабилға елип кәткән барлиқ хәлиққә Йерусалимдин йоллиған хети: —
(хәт падиша Йәконияһ, ханиш, вәзирләр, Йәһуда вә Йерусалимдики шаһзадә-әмирләр вә һүнәрвәнләр Йерусалимдин кәткәндин кейин, Шафанниң оғли Әласаһниң вә Һилқияниң оғли Гәмарияниң қоли билән йолланған — Йәһуда падишаси Зәдәкия бу кишиләрни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға йоллиған). Йоллиған хәт мундақ: —
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси Йерусалимдин Бабилға сүргүнгә әвәткәнләрниң һәммисигә мундақ дәйду: —
Өйләрни қуруңлар, уларда туруңлар; бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар;  өйлиниңлар, оғул-қизлиқ болуңлар; оғуллириңлар үчүн қизларни елип бериңлар, қизлириңларни әрләргә ятлиқ қилиңлар; уларму оғул-қизлиқ болсун; шу йәрдә көпийиңларки, азийип кәтмәңлар; Мән силәрни сүргүнгә әвәткән шәһәрниң тинич-аватлиғини издәңлар, униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилиңлар; чүнки униң тинич-аватлиғи болса, силәрму тинич-ават болисиләр.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Араңлардики пәйғәмбәрләр вә силәрниң палчилириңлар силәрни алдап қоймисун; силәр уларға көргүзгән чүшләргә қулақ салмаңлар;    чүнки улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; Мән уларни әвәткән әмәсмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилға бекитилгән йәтмиш жил тошқанда, Мән силәрниң йениңларға келип силәргә илтипат көрситимәнки, силәрни мошу жутқа қайтурушум билән силәргә қилған шапаәтлик вәдәмни ада қилимән;    11 Чүнки Өзүмниң силәр тоғрилиқ планлиримни, апәт елип келидиған әмәс, тинич-аватлиқ елип келидиған, ахирда силәргә үмүтвар келәчәкни ата қилидиған планлиримни убдан билимән, — дәйду Пәрвәрдигар. 12 Шуниң билән иләр Маңа нида қилип, йенимға келип Маңа дуа қилисиләр вә Мән силәрни аңлаймән. 13 Силәр Мени издәйсиләр вә Мени таписиләр, чүнки силәр пүтүн қәлбиңлар билән Маңа интилидиған болисиләр. 14 Мән Өзүмни силәргә тапқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән силәрни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Мән силәрни һайдивәткән барлиқ әлләрдин вә һайдивәткән барлиқ җайлардин жиғимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәрни елип, әсли сүргүн қилип айриған жутқа қайтуримән.
15 Силәр: «Пәрвәрдигар бизгә Бабилда пәйғәмбәрләрни тиклиди» десәңлар, 16 әнди Пәрвәрдигар Давутниң тәхтигә олтарған падиша вә бу шәһәрдә туруватқан барлиқ хәлиқ, йәни силәр билән биллә сүргүн қилинмиған қериндашлириңлар тоғрилиқ шуни дәйду: —
17 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни азаплайдиған қилич, қәһәтчилик вә ваба әвәтимән; шуниң билән уларни худди сесиған, йегили болмайдиған начар әнҗирләрдәк қилимән; 18 уларни қилич, қәһәтчилик вә ваба билән қоғлаймән, уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға һайдап апиримән; уларни шу әлләргә вәһимә, ләнәт, дәһшәт, уш-уш қилинидиған вә рәсва қилинидиған объект қилимән. 19 чүнки Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп, хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип сөзлиримни уларға ейтқиним билән, улар қулақ салмиған; силәр сүргүн болғанларму һеч қулақ салмиғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар. 20 Лекин и силәр сүргүн болғанлар, Мән Йерусалимдин Бабилға әвәткәнләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
21 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мениң намимда силәргә ялғандин бешарәт беридиған Колаяниң оғли Аһаб тоғрилиқ вә Маасеяһниң оғли Зәдәкия тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән, у уларни көз алдиңларда өлүмгә мәһкүм қилиду; 22 шуниң билән улар мисал қилинип Бабилда турған Йәһудадики барлиқ сүргүн қилинғанларниң ағзида: «Пәрвәрдигар сени Бабил падишаси Небоқаднәсар отта кавап қилған Зәдәкия вә Аһабдәк қилсун!» дегән ләнәт сөзи болиду; 23 чүнки улар Исраил ичидә ипласлиқ қилған, хошниларниң аяллири билән зина қилған вә Мениң намимда ялған сөзләрни, Мән уларға һеч тапилмиған сөзләрни қилған; Мән буларни Билгүчи вә гува Болғучидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
Шемая Бабилдин Йәрәмия тоғрилиқ язған хәт •••• Йәрәмия пәйғәмбәрниң йоллиған җавап хети •••• Худаниң буниң тоғрилиқ Йәрәмияға ейтқан сөзи
24 «Сән Йәрәмия Нәһәләмлик Шемаяға мундақ дегин: —
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки сән өз намиңда Йерусалимдики барлиқ хәлиққә, каһин болған Маасеяһниң оғли Зәфанияға вә барлиқ каһинларға хәтләр йоллиғиниң түпәйлидин, — 26 (сән Зәфанияға мундақ язған: «Пәрвәрдигар сени каһин Йәһуяданиң орниға каһин тиклигән әмәсму? У сени Пәрвәрдигарниң өйидә шуниңға назарәтчи қилғанки, бешарәт беридиған пәйғәмбәр болувалған һәр бир тәлвини бесиш үчүн пути вә бойниға тақақ селишиң керәк.    27 Әнди сән немишкә силәргә өзини пәйғәмбәр қиливалған Анатотлуқ Йәрәмияни әйиплимидиң? 28 Чүнки у һәтта Бабилда туруватқан бизләргиму: «Шу йәрдә болған вақтиңлар узун болиду; шуңа өйләрни селиңлар, уларда туруңлар, бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар» дәп хәт йоллиди!») 29 — Зәфания мошу хәтни Йәрәмия пәйғәмбәр алдида оқуди.
30 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
31 Барлиқ сүргүн болғанларға хәт йоллап мундақ дегин: — Пәрвәрдигар Нәһәламлиқ Шәмая тоғрилиқ мунақ дәйду: Чүнки Мән уни әвәтмигән болсамму, Шемаяниң силәргә бешарәт берип, силәрни ялғанчилиққа ишәндүргәнлиги түпәйлидин, 32 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Нәһәламлиқ Шемаяни нәсли билән биллә җазалаймән; мошу хәлиқ арисида униң һеч қандақ нәсли тепилмайду; у Мән Өз хәлқим үчүн қилмақчи болған яхшилиқни һеч көрмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар: — чүнки у адәмләрни Маңа асийлиққа қутратти.
 
 
29:2 2Пад. 24:12 29:6 «оғул-қизлиқ болуңлар» — ибраний тилида «оғул-қизларни туғдуруңлар». 29:8 «силәр уларға көргүзгән чүшләргә қулақ салмаңлар» — хелқниң палчиларға «Биз тоғрилиқ бир чүш көрүп бәрсиңиз» дегән тәливи интайин күлкилик, шу чағдики хәлиқ һәқиқәтән шу дәриҗидә наданлишип кәткән болса керәк. 29:8 Йәр. 14:14; 23:31; 27:15 29:10 «Бабилға бекитилгән йәтмиш жил тошқанда, Мән силәрниң йениңларға келип силәргә илтипат көрситимәнки...» — бу «йәтмиш жил» тоғрисида «Қошумчә сөз»имизни көрүң. 29:10 2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәр. 25:12; Дан. 9:2 29:12 Дан. 9 29:13 «Силәр Мени издәйсиләр вә Мени таписиләр, чүнки силәр пүтүн қәлбиңлар билән Маңа интилидиған болисиләр» — яки «Силәр пүтүн қәлбиңлар билән Мени издәйдиған болсаңлар, силәр Мени издәп таписиләр». 29:14 Йәр. 23:3 29:15 ««Пәрвәрдигар бизгә Бабилда пәйғәмбәрләрни тиклиди» десәңлар...» — бу айәттики «пәйғәмбәрләр» шүбһисизки, ялған үмүтләрни қозғайдиған сахта пәйғәмбәрләрни көрситиду. Мошу бешарәттин көп өтмәй, Даниял һәм Әзакиял дегән һәқиқий пәйғәмбәрләр Бабилда бешарәт қилишқа башлиди. 29:17 Йәр. 24:8,10 29:18 Қан. 28:25,37; Йәр. 15:4; 24:9,10 29:26 «У сени ... назарәтчи қилғанки, бешарәт беридиған пәйғәмбәр болувалған һәр бир тәлвини бесиш үчүн пути вә бойниға тақақ селишиң керәк» — оқурмәнләр башқа хил тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. Лекин умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк болиду. 29:26 Йәр. 20:1, 2, 3 29:31 Йәр. 28:15 29:32 Йәр. 28:16