47
«2» Филистийә тоғрилиқ бешарәт
1 Пирәвн Газа шәһиригә зәрбә бериштин илгири, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән, Пәрвәрдигарниң Филистийләр тоғрисидики сөзи: —
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, шималдин долқунлуқ сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду; у зимин вә униңда турған һәмминиң үстидин, шәһәр вә униңда туруватқанларниң үстидин ташқин болуп басиду; шуниң билән униң адәмлири налә-пәряд көтириду, зиминда барлиқ туруватқанлар азабтин налә-зар қилиду;
3 толпарлириниң туяқлириниң тарақшишлирини, җәң һарвулириниң тарақлашлирини, чақлириниң гүлдүрләшлирини аңлап, атилар өз балилиридин хәвәр елишқиму қоллири бошап, арқиғиму қаримайду.
4 Чүнки барлиқ Филистийләрни набут қилидиған күн, һәм Тур вә Зидонни уларға ярдәмдә болғидәк барлиқ қалған адәмләрдин мәһрум қилидиған күн йетип кәлди; чүнки Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду.
5 Газаниң үсти тақирлиқ болиду; Ашкелон шәһиридикиләр даң қетип қалиду; қачанғичә әтлириңларни тилисиләр, и Филистийә күчлиридин аман қалғанлар?
6 Апла, и Пәрвәрдигарниң қиличи, сән қачанғичә тинмайсән? Өз қиниңға қайтқин, арам елип тиничланғин!
7 Лекин у қандақму тохтиялисун? Чүнки Пәрвәрдигар униңға пәрман чүшүргән; Ашкелон шәһиригә һәм деңиз бойидикиләргә зәрб қилишқа уни бекиткәндур!