17
Илияс пәйғәмбәр мәйданға чиқиду
Әнди Гилеадта туруватқанлардин болған Тишбилиқ Илияс Аһабқа: — Мән хизмитидә туруватқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мениң сөзүмсиз бу жилларда нә шәбнәм нә ямғур чүшмәйду, деди.   
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
Бу йәрдин кетип, мәшриқ тәрәпкә берип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқининиң бойида өзүңни йошурғин; вә шундақ болидуки, сән еқинниң сүйидин ичисән; мана, саңа у йәрдә озуқ йәткүзүп беришкә қарға-қузғунларни буйрудум, дейилди.
Шуниң билән у Пәрвәрдигар буйруғандәк қилип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқиниға берип, у йәрдә турди. Қарға-қузғунлар әтигәндә нан билән гөш, һәр кәчтә йәнә нан билән гөш йәткүзүп берәтти. У өзи еқинниң сүйидин ичәтти. Лекин зиминда ямғур яғмиғини үчүн бирмәзгилдин кейин еқин су қуруп кәтти. У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: — Орнуңдин туруп Зидондики Зарәфатқа берип, у йәрдә турғин; мана, Мән у йәрдики бир тул хотунни сени беқишқа буйрудум, дейилди.
10  У орнидин туруп Зарәфатқа берип, шәһәрниң дәрвазисиға кәлгәндә, мана у йәрдә бир тул хотун отун терип туратти. У тул хотунни чақирип: — Өтүнимән, қачида маңа ичкили азрақ су елип кәлгәйсән, деди.
11  У су алғили маңғанда, у йәнә: — Өтүнимән, маңа қолуңда бир чишләм нанму алғач кәлгәйсән, деди.
12  Амма у: — Пәрвәрдигар Худайиңниң һаяти билән, саңа қәсәм қилимәнки, мәндә һеч нан йоқ, пәқәт идишта бир чаңгал ун, козида азғинә май бар, мана икки тал отун териватимән; андин берип өзүм билән оғлумға нан етип, уни йәп өлимиз, деди.
13  Илияс униңға: — Қорқмиғин; берип ейтқиниңдәк қилғин; лекин авал бир кичик тоғач етип, маңа елип кәлгин; андин өзүң билән оғлуңға нан әткин. 14  Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Пәрвәрдигар йәр йүзигә ямғур яғдуридиған күнгичилик идиштики ун түгимәйду вә козидики май кемәймәйду», деди.
15  Шуниң билән у берип, Илиясниң ейтқинидәк қилди вә у, Илияс вә аялниң өйидикиләр хелә күнләргичә йеди. 16  Пәрвәрдигарниң Илияс арқилиқ ейтқан сөзи бойичә, идиштики ун түгимиди вә козидики майму кемәймиди. 17  Шу ишлардин кейин шундақ болдики, өйниң егиси болған бу аялниң оғли кесәл болди. Униң кесили шундақ еғирлишип кәттики, униңда нәпәс қалмиди.
18  Аял Илиясқа: — И Худаниң адими, мениң сән билән немә алақәм бар еди? Сән гунайимни ядқа кәлтүрүп, оғлумниң җениға замин болушқа кәлдиңму? — деди.
19  У униңға: — Оғлуңни қолумға бәргин, дәп уни униң қучиғидин елип өзи олтарған балиханиға елип чиқип өз орниға қоюп, 20  Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Худайим Пәрвәрдигар, мән меһман болған бу тул хотунниң оғлини өлтүрүш билән униң бешиғиму бала чүшүрдуңму? — дәп нида қилди.
21  У балиниң үстигә үч қетим өзини чаплап, Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Пәрвәрдигар Худайим, бу балиниң җени өзигә йәнә йенип кирсун! — дәп нида қилди.
22  Пәрвәрдигар Илиясниң пәрядини аңлиди; балиниң җени униңға йенип кириши билән у тирилди. 23  Илияс балини балиханидин елип чүшүп, өйгә кирип, анисиға тапшуруп бәрди. Илияс: — Мана оғлуң тириктур, деди.
24  Аял Илиясқа: — Мән шу иш арқилиқ әнди сениң Худаниң адими екәнлигиңни, ағзиңдин чиққан Пәрвәрдигарниң сөзи һәқиқәт екәнлигини билдим, деди.
 
 
17:1 «Гилеадта туруватқанлардин болған Тишбилиқ Илияс...» — «Илияс» ибраний тилидики «Елияһ» дегәнниң әрәбчә тәләппузидур. «Елияһ»ниң мәнаси «Пәрвәрдигар (Яһ) мениң Худайим». «Илияс» оқурмәнләргә тонуш болғачқа, пәйғәмбәрниң наминиң әрәбчә тәләппузини ишләттуқ. «Мән хизмитидә туруватқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар» —Ибраний тилида «Мән униң (Худаниң) алдида туруватқан, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар» дегән сөз билән ипадилиниду. Илияс өзини падишаниң ордисида дайим ғоҗисиниң алдида туруватқан хизмәткарға охшитиду. 17:1 Яқ. 5:17 17:9 Луқа 4:25, 26 17:21 «бу балиниң җени өзигә йәнә йенип кирсун!» — «балиниң җени»: Ибраний тилида «җан» вә «нәпәс» бир сөздур.