19
Илияс пәйғәмбәр Йизәбәлдин қачиду
1 Лекин Аһаб Илиясниң һәммә қилғинини, җүмлидин һәммә пәйғәмбәрләрни қиличлап өлтүргинини Йизәбәлгә ейтип бәрди.
2 Йизәбәл болса Илиясқа бир хәвәрчи әвәтип: — Әгәр әтә мошу вақитқичә сән шуларниң җанлириға қилғиниңдәк мән сениң җениңни охшаш қилмисам, илаһлар маңиму шундақ қилсун һәмдә униңдинму зиядә қилсун! — дәп ейтқузди.
3 У буни билгәндә, өз җенини қутқузмақ үчүн қечип Йәһуда тәвәсидики Бәәр-Шебаға барди. У у йәрдә өз хизмәткарини қалдуруп қоюп,
4 Өзи чөлниң ичигә қарап бир күн йол маңди. У у йәрдики бир шивақниң қешиға келип униң астида олтирип, өзиниң өлүмигә тиләк тиләп: — И Пәрвәрдигар әнди болди, җенимни алғин; немила дегәнбилән мән ата-бовилиримдин артуқ әмәсмән, — деди.
5 У шу шивақ астида йетип ухлап қалди. Мана бир пәриштә уни ноқуп униңға: — Қопуп, нан йегин, деди.
6 У қариса бешида қизиқ чоғларда пишиватқан бир пошкал вә бир коза су туратти. У йәп-ичип йәнә ухлиғили ятти.
7 Андин Пәрвәрдигарниң пәриштиси йәнә келип иккинчи қетим уни ноқуп униңға: — Қопуп нан йегин. Болмиса йолуңниң еғирини көтирәлмәйсән, деди.
8 У қопуп йәп-ичти. Шу таамдин алған қувәт билән у қириқ кечә-күндүз меңип Худаниң теғи Һорәбгә йетип барди.
9 У у йәрдики ғарға кирип қонди. Вә мана, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилди: — И Илияс, бу йәрдә немә қиливатисән?
10 У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән, ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
11 У униңға: — Чиқип, Пәрвәрдигарниң алдида тағда турғин, деди. Мана, Пәрвәрдигар өтүп кетивататти; униң алдида зор күчлүк бир шамал чиқип, тағларни сундуруп, қорам ташларни парчилап чеқивәтти. Лекин Пәрвәрдигар шамалда әмәс еди. Шамалдин кейин бир йәр тәврәш болди. Лекин Пәрвәрдигар йәр тәврәштә әмәс еди.
12 Йәр тәврәштин кейин бир лавулдиған от көтирилди. Лекин Пәрвәрдигар отта әмәс еди. Оттин кейин бошқина, мулайим бир аваз аңланди.
13 Вә шундақ болдики, Илияс шуни аңлап, йүзини йепинчиси билән орап ғарниң ағзиға берип турди. Мана, бир аваз чиқип униңға: — И Илияс, сән бу йәрдә немә қиливатисән? — деди.
14 У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
15 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Барғин, кәлгән йолуң билән қайтип, андин Дәмәшқниң чөлигә барғин. У йәргә барғанда Һазаәлни Сурийә үстигә падиша болушқа мәсиһ қилғин.
16 Андин Нимшиниң оғли Йәһуни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилғин; өз орнуңға пәйғәмбәр болушқа Абәл-Мәһолаһлиқ Шафатниң оғли Елишаниму мәсиһ қилғин.
17 Вә шундақ болидуки, Һазаәлниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Йәһу өлтүриду; Йәһуниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Елиша өлтүриду.
18 Лекин Исраилда йәттә миң кишини, йәни Баалниң алдида тизлирини пүкмигән вә униңға ағзини сөйгүзмигән һәр бирини өзүмгә сақлап қалдурдум, — деди.
19 У у йәрдин чиқип, Шафатниң оғли Елишани тапти. У чағда у йәр һайдавататти; униң алдида он икки җүп уй бар еди, у он иккинчиси билән қош һайдавататти. Илияс келип униң үстигә өз йепинчисини ташлап артип қойди.
20 У уйларни ташлап Илиясниң кәйнидин жүгүрүп келип: — Мени берип атам билән анамни сөйгили қойғин, андин мән келип саңа әгишәй, — деди. У униңға: — Қайтқин; мән саңа немә қилдим? — деди.
21 У униңдин айрилип, өзи ишләткән бир җүп уйни союп, уларниң җабдуқини отун қилип, гөшини пиширип хәлиққә беривиди, улар йеди. Андин у орнидин қопуп Илиясниң кәйнидин әгишип, униң хизмитидә болди.