11
Ханиш Аталияниң өлтүрүлүши
2Тар. 22:10-12; 23:1-21
Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
Лекин Йорам падишаниң қизи, йәни Аһазияниң сиңлиси Йәһошеба өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Йоаш шу йол билән Аталиядин йошуруп қелинип өлтүрүлмиди. Андин кейин иник аниси билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жилғичә йошурунуп турди. Шу вақитларда Аталия зиминда сәлтәнәт қилди.
Йәттинчи жили Йәһояда адәм әвәтип Карийлар һәм орда пасибанлириниң йүз бешилирини Пәрвәрдигарниң өйигә чақиртип келип, улар билән әһдә қилишти. У уларға Пәрвәрдигарниң өйидә қәсәм ичкүзүп, падишаниң оғлини көрсәтти.    Андин уларға буйруп: Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән үчтин бири падишаниң ордисида пасибанлиқ күзити қилсун. Үчтин бири Сүр дегән дәрвазида турсун вә үчтин бири орда пасибанлар һойлисиниң кәйнидики дәрвазида турсун; шундақ қилип силәр орда үчүн пасибанлиқ қилисиләр. Шабат күнидә пасибанлиқ нөвитини қилип болған үчтин икки қисми Пәрвәрдигарниң өйидә падишаниң қешида пасибанлиқ қилсун. Силәр падишаниң әтрапида туруп, һәр бириңлар қолуңларға өз қуралиңларни елип, кимдәким сепиңлардин өткили урунса уни өлтүрүңлар; падиша чиқип-кирсә униң билән биллә жүрүңлар, деди.
Йүз бешилар каһин Йәһояда барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти; һәр бир йүз беши өз адәмлирини, һәм шабат күнидә пасибанлиқ нөвитигә кәлгәнләрни һәм пасибанлиқ нөвитидин янғанларни қалдуруп қалди; андин Йәһояда каһинниң қешиға кәлди. 10 Каһин болса Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқанлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
11 Орда пасибанлири тизилип, һәр бири өз қолида қуралини тутуп, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турди. 12 Йәһояда шаһзадини оттуриға чиқирип униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, падиша болушқа хушбуй май билән мәсиһ қилди. Һәммәйлән чавак челип: — «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
13 Аталия орда пасибанлири билән хәлиқниң товлашлирини аңлиғанда, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди. 14 У қаривиди, мана падиша қаидә-рәсим бойичә түврүкниң йенида туратти. Падишаһниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди; барлиқ жут хәлқи шатлинип, канай челишатти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
15 Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларға: Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — У Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрүлмисун, дәп ейтқан еди.
16 Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; вә у падиша ордисиға киридиған ат йолиға йетип кәлгәндә, улар у йәрдә уни өлтүрди.
17 Йәһояда: — «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дәп Пәрвәрдигарниң вә падиша билән хәлиқниң оттурисида бир әһдә тохтатти; падиша билән хәлиқниң оттурисида һәм бир әһдә бағланди. 18 Андин барлиқ зиминдики хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди. Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйигә пасибанларни тайинлиди. 19 Андин у йүз бешилар, Карийлар, орда пасибанлири вә жутниң һәммә хәлқини өзи билән елип келип, падишани Пәрвәрдигарниң өйидин башлап чүшүп, ордидики «Пасибанларниң дәрвазиси»дин падишаниң ордисиға киргүзди; Йоаш падишалиқ тәхтигә олтарди.
20 Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни падишаниң ордисиниң йенида қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
 
 
Йәһоаш Йәһудаға падиша болиду
2Тар. 24:1-27
21 Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә падиша болди.
 
 
11:1 2Тар. 22:10 11:4 «Карийлар» — бәлким бир түркүм чәтәллик ләшкәрләрни көрситиду. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин. 11:4 2Тар. 23:1 11:6 «Сүр дегән дәрвази» — яки «Һул дәрвазиси». 11:9 2Тар. 23:8 11:16 «улар униңға йол бошитип ... ат йолиға йетип кәлгәндә, улар у йәрдә уни өлтүрди» — яки «улар уни тутуп падиша ордисиға киридиған ат йолиға йетип кәлгәндә, шу йәрдә уни өлтүрди». 11:17 2Тар. 23:16