19
Һәзәкия Худадин йол сорайду
2Тар. 32:20-21; Йәш. 37:1-38
1 Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирди.
2 У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз қапланған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
3 Улар униңға: —
Һәзәкия мундақ дәйду: —
«Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн аваричилик, рәсва қилинидиған, мазақ қилинидиған бир күнидур.
4 Өз ғоҗайини болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң мошу барлиқ гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қелип қалған қалдиси үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң» — деди.
5 Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди.
6 Йәшая уларға: —
«Ғоҗайиниңларға: — Пәрвәрдигар мундақ деди: —
«Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу Маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма;
7 Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
8 Раб-Шакәһ өзи кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан падишаниң йениға кәлди.
9 Чүнки падиша: «Мана, Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиған еди. Лекин у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —
10 «Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңарисалдилар: —
«Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма;
11 мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни өз илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қутқузуламсән?
12 Ата-бовилирим һалак қилған әлләрниң өз илаһ-бутлири уларни қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу, Телассарда турған Едәнләрничу?
13 Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».
14 Шуниң билән Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди.
15 Вә Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: —
«И керублар оттурисида турған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: —
Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән.
16 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан гәплирини аңлиғайсән!
17 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни, шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип,
18 уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлири, яғач вә таш, халас; шуңа асурийлар уларни һалак қилди.
19 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
20 Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: —
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң Маңа Сәннахериб тоғрилиқ қилған дуайиңни аңлидим.
21 Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: —
«Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду,
Сени мазақ қилип күлиду;
Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
22 сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң?
Сән кимгә қарши авазиңни көтирип,
Нәзириңни үстүн қилдиң?
Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!
23 Әлчилириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип; —
«Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққисиға,
Ливан тағ бағрилириға йетип кәлдимки,
Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән;
Мән униң әң чәт туралғусиға,
Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.
24 Өзүм қудуқ колап яқа жутниң сүйини ичтим;
Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим — дедиң.
25 — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң?
Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки,
Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки,
Һазир уни әмәлгә ашурдумки,
Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
26 Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип,
Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди;
Улар өсиватқан от-чөптәк,
Юмран көк чөпләрдәк,
Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.
27 Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
28 Сениң Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткәнлиги түпәйлидин,
Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән,
Жүгинимни ағзиңға салимән,
Вә өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.
29 И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки,
Мошу жили өзлүгидин өскән,
Иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду;
Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр;
Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.
30 Йәһуда җәмәтиниң қечип қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду,
Жуқириға қарап мевә бериду;
31 Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси,
Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
32 Шуңа, Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: —
У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду,
Нә униңға бир тал оқму атмайду;
Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду,
Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
33 У қайси йол билән кәлгән болса,
У йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду — дәйду Пәрвәрдигар,
34 — Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн уни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән».
35 Шу кечә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди; мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди!
36 Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди.
37 Вә шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар болса Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди.