20
Өлүмгә лайиқ гуналар
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр Исраилларниң бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири Моләк бутиға нәслиниң бирини беғишлиса, униңға өлүм җазаси берилиши керәк; зиминдикиләр уни чалма-кесәк қилсун.
3 Вә Мән Өз йүзүмни бу кишигә қарши қилимән, чүнки өзи өз әвлатлириниң бирини Моләк бутиға беғишлап муқәддәс җайимни паскина қилип, Мениң намимни булғиғини үчүн уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
4 Әгәр зиминда туруватқанлар өз нәслидин бирини Моләккә беғишлиғанда шу кишигә көзлирини жумуп, униң билән кари болмиса, шундақла уни өлтүрмисә,
5 Мән Өзүм йүзүмни у киши билән униң аилисигә қарши қилимән, уни вә униңға әгишип бузуқчилиқ қилғучилар, йәни Моләкниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғучиларниң һәммисини өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
6 Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә тайинип, уларниң кәйнигә кирип бузуқчилиқ қилип жүргүчиләр болса, Мән йүзүмни шу кишиләргә қарши қилип, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
7 Шуңа өзүңларни пак қилип муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
8 Қанун-бәлгүлимилиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; Мән болсам силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигардурмән.
9 Әгәр бирким өз атиси яки анисини қарғиса, уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду; чүнки у өз ата-анисини қарғиғини үчүн өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
10 Әгәр бирким башқисиниң аяли билән зина қилса, йәни өз хошнисиниң аяли билән зина қилса, зина қилған әр билән аял иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду.
11 Әгәр бириси атисиниң аяли билән ятса, өз атисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
12 Бириси өз келини билән ятса, иккиси ипласлиқ қилғини үчүн өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
13 Бириси аял киши билән ятқандәк әр киши билән ятса иккиси жиркиничлик иш қилған болиду; уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду. Өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
14 Әгәр бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса пәсәндилик қилған болиду. Әр билән икки аял отта көйдүрүлсун. Шуниң билән араңларда һеч пәсәндилик иш болмайду.
15 Бириси бир һайван билән мунасивәт өткүзсә, у өлүм җазасини тартсун, һайванниму өлтурүңлар.
16 Әгәр аял киши бир һайванниң қешиға берип мунасивәт қилдурса, аял билән һайванниң иккисини өлтүрүңлар; өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
17 Бириси ача-сиңлисини, йәни атисидин яки анисидин болған қизни елип, әвритигә тәгсә вә бу қизму униң әвритигә тәгсә уятлиқ иш болиду; шуниң үчүн әр-аял иккиси өз хәлқиниң көз алдидин үзүп ташлансун; у өз һәдә яки сиңлисиниң әвритигә тәккәчкә, өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
18 Бириси адәт көргән ағриқ вақтида бир аял билән биргә йетип, униң әвритигә тәгсә, ундақта у униң қан мәнбәсигә тәккән, аялму қан мәнбәсини ечип бәргән болуп, иккиси өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
19 Сән өз анаңниң ача-сиңлиси вә атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигә тәгмә; чүнки кимки шундақ қилса йеқин туққининиң әвритигә тәккән болиду; улар иккилисиниң өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
20 Бириси тағисиниң аяли билән ятса тағисиниң әвритигә тәккән болиду; иккилиси өз гунайини өз бешиға алиду; улар пәрзәнтсиз өлиду.
21 Бириси ака-инисиниң аялини алса паскина бир иш болиду. У өз биртуққан ака-инисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккилиси пәрзәнтсиз қалиду.
Паклиқ, муқәддәслик, итаәтмәнлик
22 Силәр Мениң барлиқ қанун бәлгүлимилирим билән барлиқ һөкүмлиримни тутуп, буниңға мувапиқ әмәл қилиңлар; болмиса, Мән силәрни елип берип турғузидиған зимин силәрни қусуп чиқириветиду.
23 Силәр Мән алдиңлардин һайдиветидиған әлләрниң рәсим-қаидилири бойичә маңсаңлар болмайду; чүнки улар бу жиркиничлик ишларниң һәммисини қилип кәлди, вә шуниң үчүн улар Маңа жиркиничлик болди.
24 Шуниң үчүн Мән силәргә: «Силәр уларниң зиминини мирас қилип алисиләр; Мән шу сүт билән һәсәл ақидиған зиминни силәргә беримән», дәп ейтқан едим; силәрни башқа хәлиқләрдин айрим қилған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
25 Шуңа силәр пак вә напак чарпайларни пәриқ етип, пак вә напак учар-қанатларни тонуп, Мән силәр үчүн айрип, напак қилип бекитип бәргән җаниварларниң ичидин һәр қандиқи, чарпай яки учар-қанат болсун яки йәрдә өмилигүчи җанивар болсун, уларниң һеч бири билән өзүңларни напак қилмаңлар.
26 Силәр Маңа хас пак-муқәддәс болушуңлар керәк; чүнки Мән Пәрвәрдигар пак-муқәддәстурмән, силәрни Маңа хас болсун дәп барлиқ әлләрдин айрим қилғанмән.
Җинкәш-җадугәрләрдин агаһ болуш тоғрилиқ
27 Җинкәш яки сеһиргәр болған һәр қандақ әр яки хотун кишигә өлүм җазаси берилмисә болмайду; хәлиқ уларни чалма-кесәк қилсун; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.