Малаки
1
«Малаки пәйғәмбәр»
1 Пәрвәрдигардин Малакиға жүкләнгән вәһий, у арқилиқ Исраилға кәлгән: —
Биринчи муназирә — Худаниң Исраилға болған муһәббити
2 — Мән силәрни сөйүп кәлдим — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Сән бизни қандақму сөйүп кәлдиң?» — дәйсиләр.
Әсав Яқупқа ака болған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ Яқупни сөйдүм,
3 Әсавға нәпрәтләндим; униң тағлирини чөл қилдим, мирасини чөл-баявандики чилбөриләргә тапшуруп бәрдим.
4 Едом: «Биз вәйран қилиндуқ, бирақ биз харабиләшкән җайларни қайтидин қуруп чиқимиз» — десә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Улар қуриду, бирақ Мән өрүймән; хәлиқләр уларни «Рәзилликниң зимини», «Пәрвәрдигар мәңгүгә ғәзәплинидиған әл» дәп атайду.
5 Силәрниң көзлириңлар буни көрүп: «Пәрвәрдигар Исраил чегарасиниң сиртида улуқланди!» — дәйсиләр.
Иккинчи муназирә — каһинларниң вапасизлиғи
6 — Оғул атисини, қул егисини һөрмәтләйду; әнди Мән ата болсам, һөрмитим қени? Егә болсам, Мәндин болған әйминиш қени? — самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар силәргә шундақ дәйду, и Мениң намимни кәмситкән каһинлар!
Бирақ силәр: «Биз немә қилип намиңни кәмситиптуқ?» — дәйсиләр.
7 Силәр қурбангаһим үстигә булғанған озуқни сунисиләр; андин силәр: «Биз немә қилип сени булғап қойдуқ?» — дәйсиләр; әмәлийәттә силәр: «Пәрвәрдигарниң дәстихининиң тайини йоқтур» — дәйсиләр.
8 Кор мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Токур яки кесәл мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Һазир буни сениң валийиңға сунуп бақ; у сәндин хурсән боламду? Саңа йүз-хатирә қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
9 — Әнди, қени, силәр Тәңридин бизгә шәпқәт көрсәткәйсән дәп өтүнүп беқиңлар; қолуңлардин мошулар кәлгәндин кейин, У силәрдин һәр қандиқиңларни қобул қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
10 — Араңлардин дәрвазиларни етип қойғидәк бириси чиқмамду? Шундақ болғанда силәр қурбангаһимда бекардин-бекар от қалап жүрмәйттиңлар. Мениң силәрдин һеч хурсәнлигим йоқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә қолуңлардин һеч қандақ «ашлиқ һәдийә»ни қобул қилмаймән.
Худаниң намини булғаш
11 Күн чиқардин күн патарға Мениң намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду; һәр бир җайда намимға хушбуй селинидиған болиду, пак бир «ашлиқ һәдийә» сунулиду; чүнки намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
12 Бирақ силәр болсаңлар: «Пәрвәрдигарниң дәстихини булғанған, униң мевиси, йәни аш-озуғи нәпрәтликтур» — дегиниңларда, силәр уни һарам қилисиләр;
13 вә силәр: «Мана, немидегән аваричилик!» дәйсиләр вә Маңа қарап димиғиңларни қақисиләр, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — силәр яриланған, токур һәм кесәл малларни елип келисиләр. Қурбанлиқ-һәдийиләрни шу пети елип келисиләр; Мән буни қолуңлардин қобул қиламдимән? — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Бәрһәқ, падисида қочқар туруп, Рәбкә қилған қәсимини ада қилиш үчүн булғанған нәрсини қурбанлиқ қилидиған алдамчи ләнәткә қалиду; чүнки Мән улуқ Падишаһдурмән, намим әлләр арисида һөрмәтлинидиған болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.