Матта
1
«Матта баян қилған хуш хәвәр» •••• Әйса Мәсиһниң нәсәбнамиси
1 Бу Ибраһимниң оғли вә Давутниң оғли болған Әйса Мәсиһниң нәсәбнамә китавидур: —
2 Ибраһимдин Исһақ төрәлди, Исһақтин Яқуп төрәлди, Яқуп Йәһуда вә униң ака-укилириниң атиси болди;
3 Йәһудадин Тамар арқилиқ Пәрәз вә Зәраһ төрәлди; Пәрәздин Һәзрон төрәлди, Һәзрондин Рам төрәлди,
4 Рамдин Амминадаб төрәлди, Амминадабдин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди,
5 Салмондин Раһаб арқилиқ Боаз төрәлди, Боаздин Рут арқилиқ Обәд төрәлди, Обәдтин Йәссә төрәлди,
6 Йәссәдин Давут падиша төрәлди. Давуттин Урияниң аяли арқилиқ Сулайман төрәлди,
7 Сулаймандин Рәһобоам төрәлди, Рәһобоамдин Абия төрәлди, Абиядин Аса төрәлди,
8 Асадин Йәһошафат төрәлди, Йәһошафаттин Йәһорам төрәлди, Йәһорамдин Уззия төрәлди,
9 Уззиядин Йотам төрәлди, Йотамдин Аһаз төрәлди, Аһаздин Һәзәкия төрәлди,
10 Һәзәкиядин Манассәһ төрәлди, Манассәһдин Амон төрәлди, Амондин Йошия төрәлди;
11 Бабилға сүргүн қилинғанда Йошиядин Йәконияһ вә униң ака-укилири төрәлди.
12 Бабилға сүргүн болғандин кейин, Йәконияһдин Шеалтиәл төрәлди, Шеалтиәлдин Зәруббабәл төрәлди,
13 Зәруббабәлдин Абиһуд төрәлди, Абиһуддин Елиақим төрәлди, Елиақимдин Азор төрәлди,
14 Азордин Задок төрәлди, Задоктин Ақим төрәлди, Ақимдин Әлиһуд төрәлди,
15 Әлиһудтин Әлиазар төрәлди, Әлиазардин Маттан төрәлди, Маттандин Яқуп төрәлди,
16 Яқуптин Мәрйәмниң ери болған Йүсүп төрәлди; Мәрйәм арқилиқ Мәсиһ аталған Әйса туғулди.
17 Шундақ болуп, Ибраһимдин Давутқичә болған арилиқта җәмий он төрт әвлат болған; Давуттин Бабилға сүргүн қилинғичә җәмий он төрт әвлат болған; вә Бабилға сүргүн қилиништин Мәсиһ кәлгичә җәмий он төрт әвлат болған.
Әйса Мәсиһниң дунияға келиши
18 Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болди: — Униң аниси Мәрйәм Йүсүпкә ятлиқ болушқа вәдә қилинған еди; лекин техи никаһ қилинмайла, униң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди.
19 Лекин униң болғуси ери Йүсүп, дурус киши болуп, уни җәмийәт алдида хиҗаләткә қалдурушни халимай, униңдин астиртин аҗришип кетишни нийәт қилди.
20 Амма у мошу ишларни ойлап жүргинидә, мана Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униң чүшидә көрүнүп униңға: — Әй Давутниң оғли Йүсүп, аялиң Мәрйәмни өз әмриңгә елиштин қорқма; чүнки униңда болған һамилә Муқәддәс Роһтин кәлгән.
21 У бир оғул туғиду, сән униң исмини Әйса дәп қойғин; чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду» — деди.
22 Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ дегәнлириниң әмәлгә ашурулуш үчүн болған, демәк: —
23 «Пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; улар униң исмини Иммануел (мәниси «Худа биз билән биллә») дәп атайду».
24 Йүсүп ойғинип, Пәрвәрдигарниң шу пәриштисиниң дегини бойичә қилип, Мәрйәмни әмригә алди.
25 Лекин Мәрйәм бошанғичә у униңға йеқинлашмиди. Бу Мәрйәмниң тунҗиси еди; Йүсүп униңға Әйса дәп исим қойди.