20
Үзүмзарлиқтики ишләмчиләр
— Чүнки әрш падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәмләрни яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту. У ишләмчиләр билән күнлүки үчүн бир күмүч динардин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
Саат тоққузларда у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар турған башқа кишиләрни көрүпту. Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға бериңлар, һәққиңларға тегишлигини беримән» — дәпту. Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүштә вә саат үчтиму у йәнә чиқип йәнә шундақ қипту. Лекин кәчқурун саат бәшләрдә чиққанда у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар турисиләр?» дәп сорапту. Улар: «Бизни һеч ким яллимиди» дәп җавап қайтурупту. У уларға: «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар» — дәпту.
Кәч болғанда, үзүмзарлиқ егиси ғоҗидариға: «Ишләмчиләрни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр» дәпту. Авал кәчқурун саат бәштә ишқа кәлгәнләр келип, һәр бири бир күмүч динардин апту. 10 Әң авал яллап келингәнләрниң нөвити кәлгәндә, улар: Техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту; бирақ уларму бир күмүч динардин апту. 11 Улар иш һәққини алғини билән йәр егисидин ағринип: 12 «Бу ахирда кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларни күн бойи җапалиқ вә қаттиқ иссиқни чәккән бизләр билән баравәр һесаплидиңизғу, дәп ғудуришипту. 13 Лекин йәр егиси уларниң биригә җавап қайтуруп: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч динарға келишмигәнмидуқ? 14 Һәққиңни елип қайтип кәткин. Бу ахирда кәлгәнгиму саңа охшаш бәргүм бар. 15 Өзүмниңкини өзүм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Сехий болғанлиғимға көзүң қизириватамду? 16 Шундақ қилип «Алдида турғанлар арқиға өтиду, арқида турғанлар алдиға өтиду»; чүнки чақирилғанлар көп, амма талланғанлар аз болиду.  
 
Әйса өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиду
Мар. 10:32-34; Луқа 18:31-34
17 Әйса Йерусалимға чиқиветип, йолда он икки мухлисини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:  
18 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли  баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду 19  андин уни мәсқирә қилип, қамчилап вә крестләшкә ят әлликләргә тапшуриду. Лекин у үчинчи күни қайта тирилиду.
 
Аниниң тәливи
Мар. 10:35-45
20 Шу чағда, Зәбәдийниң оғуллириниң аниси икки оғлини елип, Әйсаниң алдиға келип униңдин бир ишни тәләп қилмақчи болуп сәҗдә қилди.  
21 Немә тәливиң бар? — дәп сориди у.
Аял униңға:
— Шуни әмир қилғайсәнки, сениң падишалиғиңда бу икки оғлумдин бири оң йениңда, бири сол йениңда олтарсун, — деди.
22 Әйса уларға җававән: — Силәр немә тәләп қиливатқиниңларни билмәйватисиләр. Мән ичишкә тәмшәлгән қәдәһни ичәләмсиләр?
Ичәләймиз, — дейишти улар.  
23 У уларға:
— Силәр һәқиқәтәнму мениң қәдәһимдин ортақ ичисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтириш несивиси мениң ихтияримда әмәс, бәлки Атам кимләргә тәйярлиған болса, шуларға несип болиду. 24 Қалған он мухлис буниңдин хәвәр тапқанда, икки қериндишидин хапа болди. 25 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди:
— Силәргә мәлумки, әлләрдики һөкүмранлар қол астидикидикиләр үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә уларниң һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.    26 Бирақ силәрниң араңларда шундақ болмисун; бәлки силәрдин ким үстүн болушни халиса, силәрниң хизмитиңларда болсун; 27 вә ким араңлардикиләрниң алдинқиси болушни халиса, силәрниң қулуңлар болсун. 28 Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә ериштүрәй дәп кәлди.  
 
Әйсаниң икки әмани сақайтиши
Мар. 10:46-52; Луқа 18:35-43
29 Улар Йерихо шәһиридин чиққанда, зор бир топ адәмләр униңға әгишип маңди. 30 Вә мана, йол бойида олтарған икки әма Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап:
— И Рәб, Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән, — дәп товлиди.
31 Көпчилик уларни «Үн чиқармаңлар!» дәп әйиплиди. Лекин, улар: — Я Рәб, и Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ товлиди.
32 Әйса қедимини тохтитип, уларни чақирип:
— Силәр үчүн немә иш қилип беришимни халисиләр? — дәп сориди.
33 Я Рәб, көзлиримиз ечилсун! — дейишти улар.
34 Әйса уларға ич ағритип, қолини уларниң көзлиригә тәккүзивиди, көзлири шуан әслигә келип көридиған болди; улар дәрһал униңға әгишип маңди.
 
 
20:2 «У ишләмчиләр билән күнлүки үчүн бир күмүч динардин беришкә келишип...» — «бир күмүч динар» грек тилида «бир динариус». 20:3 «Саат тоққузларда» — грекчә «күнниң үчинчи саити» — йәни саат тоққузни көрситиду. Йәһудий хәлқи үчүн «толуқ күн» (24 саат) кәч саат алтидә башлиниду; кәчтә «җесәк» ишлитилиду; әтигән саат алтидин кәч саат алтигичә «күндүз» дейилиду, күндүз он икки сааткә бөлүниду (мисални Тәврат, «Яр.» 1:5ин көргили болиду). 20:5 «Чүштә вә саат үчтиму у йәнә чиқип йәнә шундақ қипту» — «чүштә» — әйни сөз бойичә күнниң «алтинчи саитидә» вә «саат үчтә» күнниң «тоққузинчи саитидә» (чүштин кейин саат үчләрдә) дейилиду. 20:6 «кәчқурун саат бәшләрдә» — грекчә «күнниң он биринчи саити әтрапида», йәни чүштин кейин саат бәштә. 20:16 «чүнки чақирилғанлар көп, талланғанлар аз болиду» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. 20:16 Мат. 19:30; 22:14; Мар. 10:31; Луқа 13:30. 20:17 «Йерусалимға чиқиветип...» — «Йерусалимға бериш» һәрдайим «Йерусалимға чиқиветип...» дәп ипадилиниду. 20:17 Мар. 10:32; Луқа 18:31; 24:7. 20:19 Мат. 27:2; Луқа 23:1; Юһ. 18:28,31; Рос. 3:23. 20:20 «Зәбәдийниң оғуллири» — Әйса чақирған он икки расулдин икки, йәни Юһанна ве Яқуп. 4:21 вә 10:2ни көрүң. «бир ишни тәләп қилмақчи болуп сәҗдә қилди» — яки «бир ишни тәләп қилмақчи болуп тизлинип баш урди». 20:20 Мар. 10:35. 20:22 «Мән ичишкә тәмшәлгән қәдәһни ичәләмсиләр?» — бу айәттики «қәдәһ» дегән сөз, Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә кресттики өлүмини көздә тутиду. 20:22 Луқа 12:49,50; Рим. 8:26. 20:23 Мат. 25:34. 20:25 «әлләрдики һөкүмранлар қол астидикидикиләр үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду» — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр»ни (йәни Худадин қорқмайдиған бутпәрәсләрни) көрситиду. 20:25 Мар. 10:42; Луқа 22:25. 20:26 1Пет. 5:3. 20:27 Мат. 23:11; Мар. 9:35; 10:43. 20:28 «... җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә ериштүрәй» — немидин «һөрлүк»кә еришиду? — гунадин болған һөрлүк. 20:28 Луқа 22:27; Юһ. 13:14; Әф. 1:7; Фил. 2:7; 1Тим. 2:6; 1Пет. 1:19 20:29 Мар. 10:46; Луқа 18:35.