Наһум
1
Худаниң Нинәвәниң һалакити тоғрилиқ пәрмани
1 Нинәвә шәһири тоғрисида жүкләнгән вәһий — Әлкошлуқ Наһум көргән аламәт көрүнүш хатириләнгән китап.
2 Пәрвәрдигар отлуқ муһәббәтлик, интиқам алғучи бир Худадур;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бир интиқам алғучи,
Дәрғәзәп Егисидур;
Пәрвәрдигар явлиридин интиқам алиду,
Дүшмәнлири үчүн адавәт сақлайду.
3 Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду,
Күч-қудрәттә улуқдур,
Гунайи барни һеч ақлимайду;
Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур,
Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур.
4 У деңизға тәнбиһ берип уни қуруқ қилиду,
Барлиқ дәрияларни қурутиветиду;
Башан қағҗирап кетиду,
Кармәлму һәм шундақ болиду;
Ливандики гүл-гияму қағҗирайду.
5 Тағлар униң алдида титрәп кетиду,
Дөңләр ерип кетиду,
Йәр йүзи Униң һозури алдиға көтирилиду,
Җаһан һәм униңда барлиқ яшаватқанларму шундақ болиду.
6 Ким Униң ғәзиви алдида тик туралисун?
Ким Униң аччиғиниң дәһшитидә қәддини керип туралисун?
Униң дәрғәзиви оттәк төкүлиду,
Униң алдида ташлар йерилиду.
7 Пәрвәрдигар меһривандур, күлпәтлик күндә башпанаһдур;
Өзигә таянғанларни У билиду.
8 Бирақ ешип ташқан кәлкүн билән шу йәрни пүтүнләй түгәштүриду,
Қараңғулуқ униң дүшмәнлирини қоғлайду.
9 Силәр Пәрвәрдигар билән қаршилишип немә ойлаватисиләр?
У ишлириңларни пүтүнләй түгәштүриду;
Яманлиқ силәрдин иккинчи қетим чиқмайду.
10 Улар қамғақтәк бир-биригә чирмишивалған болсиму,
Өз һарақлиридин сүзмә болуп кәткән болсиму,
Улар қуруқ пахалдәк пүтүнләй йәп кетилиду.
11 Сәндин Пәрвәрдигарға рәзиллик ойлиғучи чиққан еди,
У Иблисниң бир несиһәтчисидур.
12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Уларниң тәйярлиқлири толуқ, сани зор көп болсиму,
Улар охшашла үзүп ташлиниду,
Шундақла кәлмәскә кетиду;
Мән саңа азар қилғиним билән, и хәлқим,
Қайтидин саңа азар қилмаймән.
13 Һазир Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин сундуруп еливатимән,
Вә асарәтлириңни бөсүп ташлаймән.
14 Пәрвәрдигар сән тоғрилиқ пәрман чүшүргәнки,
Сениң намиң қайтидин терилмәйду;
Бутуңниң өйидин Мән ойма һәйкәл, қуйма һәйкәлни йоқитимән;
Мән қәбрәңни тәйярлаватимән,
Чүнки сән пәсәндидурсән.
15 Мана тағлар үстидә, хуш хәвәрни елип кәлгүчиниң аяқлириға,
Арам-хатирҗәмликни җакалиғучиниң аяқлириға қара!
Һейтлириңни тәбриклә, и Йәһуда, ичкән қәсәмлириңни ада қил;
Чүнки у рәзил болғучи зиминиңдин иккинчи өтмәйду;
У пүтүнләй үзүп ташланған болиду.