5
Ақсақаллар вә яшларға қилинған несиһәт
Әнди мән араңлардики ақсақаллардин (Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә) шуни өтүнимәнки, — Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар; уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар; пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар.   Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар.   Шундақ қилсаңлар, Баш Падичи ашкарә болғанда, мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.  
Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар. Чүнки: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду».   Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду;   Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Униң үстигә ташлап қоюңлар. Чүнки У силәрниң ғемиңларни қилиду.
Өзүңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар. Чүнки дүшминиңлар болған Иблис худди һөкирәватқан ширдәк, жутқидәк бирисини издәп қатрап жүрмәктә; силәр етиқатиңларда чиң туруп униңға қарши туруңлар. Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду.
  
10 Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду.    11 Униңға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин!
 
Ахирқи салам
12 Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим. Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш, шундақла Худаниң һәқиқий меһри-шәпқитиниң әнә шундақ екәнлигигә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһри-шәпқәттә чиң туруңлар.
13 Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт вә оғлум Маркустин силәргә салам.
14 Бир-бириңлар билән меһриванларчә сөйүшүп саламлишиңлар.
Силәргә, йәни Мәсиһдә болған һәммиңларға аманлиқ-хатирҗәмлик яр болғай!
5:1 «Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә...» — «намайән қилинидиған шан-шәрәп» дегәнлик Мәсиһниң қайтип келишидә намайән болидиған шан-шәрәп. 5:2 «Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар» — «Худаниң ... падиси» җамаәт, әлвәттә. «уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар» — «уларға йетәкчилик хизмитидә болуп...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Худаға қарап уларға йетәкчилик хизмитидә болуп...» дейилиду. «пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар» — «пул-дуния үчүн әмәс» дегәнлик Петрусниң әйни сөзлири: — «һарамдин болған пул үчүн әмәс» — Петрусниң мошу сөзләр билән көрсәткини: «пул адәмни чоқум гунакар қилиду» дегәнлик әмәс, чүнки һәр биримиз пулни ишлитишимиз керәк; униң көрсәткини, шүбһисизки, пулниң дәрвәқә адәмни гунакар қилиш хәтири бардур. Пулниң өзи әслидә гунаниң дунияда пәйда болғанлиғидин пәйда болған; гуна болмиса пул болалмайтти; шу тәрәптинму «һарамдин болған». 5:2 Рос. 20:28; 1Тим. 3:3; Тит. 1:7. 5:3 «Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар» — яки «өзигә аманәт қилинғанларға (җамаәттикиләргә, демәк) өзи бәг өзи хан болувалмай, бәлки уларға үлгә болуңлар». 5:3 2Кор. 1:24; Фил. 3:17; 1Тим. 4:12; Тит. 2:7. 5:4 «Баш Падичи қайтип ашкарә болғанда» — Рәб Әйса қайтип кәлгәндә. «мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр» — грек «Олимпик» мусабиқисидә ғалипларға гүл-гиядин өрүлгән таҗ инъам қилинатти. Бу бир күн ичидила тозуп кетидиған таҗ, әлвәттә. 5:4 Йәш. 40:11; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Кор. 9:25; Ибр. 13:20; 2Тим. 4:8; Яқ. 1:12; 1Пет. 1:4; 2:25. 5:5 «Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар» — «чоңлар» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «ақсақаллар». Лекин мошу йәрдә «чоңлар» яки «яшанғанлар»ға тоғра келиду. «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» — «Пәнд.» 3:34; «Яқ.» 4:6ниму көрүң. 5:5 Пәнд. 3:34; Рим. 12:10; Фил. 2:3; Яқ. 4:6. 5:6 «Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду» — буниң толуқ мәнаси бәлким «Худаниң қудрәтлик қоли үстүңларға тәрбийә бериш үчүн чүшкән болса, униң астида төвән туруңлар, өзүңларни униң астида төвән тутуңлар». 5:6 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; Яқ. 4:10. 5:7 Зәб. 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Кор. 9:9; Фил. 4:6; Ибр. 13:5; 1Тим. 6:8. 5:8 Аюп 1:7; Луқа 22:31; 1Тес. 5:6; 1Пет. 1:13; 4:7. 5:9 «Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду» — «пүтүн дуниядики қериндашлар» дегәнлик бәлким (1) Йәһудийә-Галилийәдә туруватқан, өз жутдашлири тәрипидин зиянкәшликкә учраватқан Йәһудий қериндашларни; (2) «ят әллик қериндашлар» — ят әллик бутпәрәсләр арисида туруватқан, улар тәрипидин зиянкәшликкә учраватқан Йәһудий әмәс қериндашларни, яки; (3) һәр иккисини көрситиду. «... түгишигичә чидаватиду» дегән сөз бу азап-оқубәтләрниң; (1) Худаниң мәхсәтлиригә, шундақла Өз муқәддәс бәндилиригә зөрүр екәнлигини вә; (2) чәклик екәнлигини көрситиду. 5:9 Әф. 4:27; Яқ. 4:7. 5:10 «Худа... Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп...» — әслигә кәлтүрүп» яки «қуралландуруп» яки «камил қилип...». «(силәрни) ... улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиш» — грек тилида бир пеил биләнла ипадилиниду. 5:10 Ибр. 10:37; 1Пет. 1:6. 5:11 «Униңға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин!» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Униңға барлиқ күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин!» дейилиду. 5:12 «Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим» — мошу Силванус бәлким әслидә расул Павлусниң һәмраһи вә хизмәтдиши болған Силванус еди (мәсилән «Рос.» 16-17-бапларни көрүң) «Силванусниң вастиси билән» — йәни мүмкинчилик барки, ушбу хәтни йезишқа Силванус расул Петрусқа катип болған еди. «Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш...» — «җекиләш» вә «риғбәтләндүрүш» грек тилида бир пеил биләнла ипадилиниду. 5:13 «Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт» — бәзи тарихшунаслар «Бабил» дегәнликни һәқиқий (Әфрат дәрияси бойидики) Бабилон (Бабил) шәһирини көрситиду, дәп қарайду. Йәнә бәзиләр «Бабил»ни «Рим шәһириниң етиқатчилар арисидики мәхпий нами» дәп қарайду — шу вақиттики етиқатчилар Рим шәһирини мәхпий һалда Бабил (чириклишип кәткән «бу дуния»ниң символи) дәп атиған болуши мүмкин. Расул Петрусниң Бабил шәһиридә болғанлиғи тоғрисида тарихта мәлумат йоқ вә униң Рим шәһиридә турғанлиғи тоғрилиқ испат бар. «җамаәт» — әслидики грекчә тексттә — «туруватқан қиз». Бу ибарә Римдики җамаәтни көрситиши мүмкин. «оғлум Маркустин силәргә салам» — «оғлум Маркус» расул Петрусниң роһий җәһәттики оғли. Әмәлийәттә Маркус Петрусниңки җийән укиси болуши мүмкин еди. 5:14 Рим. 16:16; 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26.