3
Рәбниң қайтип келишиниң кечиктүрүлүш сәвәви
1 И сөйүмлүклирим, һазир силәргә бу йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә силәрниң сап көңлүңларни ойғитип, шу ишларни әслитишкә интилдимки,
2 муқәддәс пәйғәмбәрләр бурун ейтқан сөзләргә вә Рәббимиз һәм Қутқузғучимизниң расуллириңлар арқилиқ йәткүзгән әмригә көңүл бөлүшүңларни өтүнимән.
3 Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, күнләрниң ахирида өзиниң һавайи-һәвәслириниң кәйнигә киридиған, мәсқирә қилидиған мазақчилар чиқип:
4 «Қени, Униң қайтип келимән дегән вәдиси?! Ата-бовилиримиз өлүмдә ухлап қалғандин таки һазирғичә һәммә ишлар дуния апиридә болған вақиттики билән охшаш һаләттә кетиватиду» дәп мәсқирә қилишиду.
5 Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң сөзи билән асманларниң яритилғанлиғини вә шуниңдәк йәрниң судин чиққан һәм суниң вастиси билән барлиққа кәлгәнлигини әтәй унтуйду;
6 шу амилларниң васитилири билән шу замандики дуния кәлкүндин ғәриқ болуп йоқалди.
7 Амма һазирқи асманлар билән зимин охшашла шу сөз билән ихлассиз адәмләр сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә отта көйдүрүлүшкә сақлинип, та шу күнигичә һалидин хәвәр елинип туриду.
8 Әнди и сөйүмлүклирим, шу иш нәзириңлардин қачмисунки, Рәбгә нисбәтән бир күн миң жилдәк вә миң жил бир күндәктур.
9 Рәб Өз вәдисини орундашни (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип вақитни созмақта.
10 Лекин Рәбниң күни худди оғриниң келишидәк күтүлмигән вақитта болиду. У күни асманлар шиддәтлик гүлдүрлигән аваз билән ғайип болуп, каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду; зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду.
11 Һәммә нәрсә мана шундақ ерип йоқилидиған йәрдә, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? — һаятиңларни пак-муқәддәсликтә вә ихласмәнликтә өткүзүп,
12 Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду.
13 Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур.
14 Шуниң үчүн, әй сөйүмлүклирим, бу ишларни күтүватқан екәнсиләр, шу тапта Худаниң алдида нуқсансиз вә дағсиз, енақлиқ-хатирҗәмлик ичидә һазир болуп чиқишиңлар үчүн интилиңлар.
15 вә Рәббимизниң сәвир-тақитини ниҗат дәп билиңлар, дәл сөйүмлүк қериндишимиз Павлусму өзигә ата қилинған даналиқ билән бу ишлар тоғрилиқ силәргә язған;
16 барлиқ хәтлиридиму у бу ишлар һәққидә тохтилиду. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи ишлар бар; бу ишларни тәлим алмиған вә тутами йоқ кишиләр муқәддәс язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, бурмилап чүшәндүриду вә шуниң билән өз бешиға һалакәт елип келиду.
17 Шуниң билән, и сөйүмлүклирим, мән ейтқан бу ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр, бу әхлақсизларниң сәпсәтлири билән аздурулуп, мустәһкәм турушуңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар.
18 Әксичә, Худаниң меһри-шәпқитидә һәм Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһгә болған билиштә давамлиқ өсүңлар.
Униңға һәм һазир һәм әшу әбәд күнигичә барлиқ шан-шәрәп мәнсуп болғай! Амин!