11
11-күй •••• Рәзил дуниядин сақлаш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, шеминит билән оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Қутқузғайсән, Пәрвәрдигар, чүнки ихласмән адәм түгәп кәтти;
Адәмләр арисидин садиқ мөминләр ғайип болди.
3 Һәр бирси өз йеқинлириға ялған ейтиду;
Хушамәтчи ләвләрдә, аликөңүллүк билән сөзлишиду.
4 Пәрвәрдигар барлиқ хушамәтчи ләвләрни,
Һакавурларчә сөзләйдиған тилни кесивәткәй!
5 Улар: «Тилимиз билән ғәлибә қилимиз;
Ләвлиримиз болса өзимизниңкидур;
Ким бизгә Рәб болалисун?» — дәйду.
6 «Езилгүчи аҗизларни басқан зулум вәҗидин,
Мискинләрниң аһузарлири вәҗидин,
Һазирла орнумдин турай» — дәйду Пәрвәрдигар,
«Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән».
7 Пәрвәрдигарниң сөзлири болса сап сөзләрдур;
Улар йәттә қетим саплаштурулған,
Сапал қазанда тавланған күмүчтәктур.
8 Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән;
Сән мөминләрни мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән;
9 Чүнки рәзил адәмләр һәрянда ғадийип жүрүшиду,
Пәскәшлик инсан балилири арисида алийҗанаблиқ дәп махталмақта!