149
149-күй •••• Қиямәт күнидики ғәлибә үчүн мәдһийиләңлар!
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар;
Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
2 Исраил өз Яратқучисидин шатлансун;
Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай!
3 Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун;
Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!
4 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр;
У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5 Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай,
Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!
6 Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун,
Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун;
7 Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас,
Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
8 Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән,
Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду;
9 Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду —
Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду!
Һәмдусана!