19
19-күй •••• Исраил хәлқи Худа Мәсиһ қилған падишаниң ғәлибиси үчүн дуа қилиду
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Күлпәтлик күндә Пәрвәрдигар саңа иҗабәт қилғай!
Яқупниң Худасиниң нами сени егиздә аман сақлиғай!
3 У Өз муқәддәс җайидин саңа мәдәт әвәткәй,
Зиондин саңа күч-қувәт бәргәй;
4 Барлиқ «ашлиқ һәдийә»лириңни яд қилғай,
Көйдүрмә қурбанлиғиңни қобул қилғай!
Селаһ!
5 Көңлүңдики тәшналиқларни саңа ата қилғай,
Көңлүңгә пүккән барлиқ арзулириңни әмәлгә ашурғай.
6 Бизләр ғәлибәңни тәбрикләп тәнтәнә қилимиз,
Худайимизниң намида туғлиримизни тикләймиз;
Пәрвәрдигар барлиқ тәләплириңни әмәлгә ашурғай!
7 Һазир билдимки, Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилғинини қутқузиду;
Муқәддәс әршлиридин униңға қудрәтлик қутқузғучи қолини узартип җавап бериду.
8 Бәзиләр җәң һарвулириға,
Бәзиләр атларға тайиниду;
Бирақ биз болсақ Пәрвәрдигар Худайимизниң намини яд етимиз;
9 Улар тизи пүклинип жиқилди;
Бирақ биз болсақ, қәддимизни руслап тик туримиз.
10 И Пәрвәрдигар, падишаға ғәлибә бәргәйсән;
Нида қилғинимизда бизгә иҗабәт қилғайсән!