4
4-күй •••• Кечидики дуа
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған күй. —
Мән нида қилғинимда, маңа җавап бәргәйсән,
И маңа һәққанийлиғим ата қилғучи Худа!
Бесим астида қалғанда Сән мени кәңричиликкә чиқардиң;
Маңа меһри-шәпқәт көрситип, дуайимни аңла!
3 И инсан балилири, силәр мениң шан-шәривимни қачанғичә аһанәткә қалдурисиләр?
Қачанғичә беһудиликни сөйүп,
Ялғанни издәп жүрисиләр?
Селаһ.
4 Бирақ шуни билип қоюңларки,
Пәрвәрдигар ихласмәнләрни Өзигә хас қилған;
Мән Униңға нида қилғинимда, Пәрвәрдигар аңлайду.
5 Аччиғиңларға берилип, гуна қилмаңлар;
Өз орнуңларда йетип, қәлбиңларда чоңқур ойлинип,
Сүкүт қилиңлар.
Селаһ.
6 Һәққанийлиқ билән қурбанлиқларни қилиңлар,
Вә Пәрвәрдигарға тайиниңлар.
7 Көп хәлиқ: — «Ким бизгә яхшилиқ көрситәлисун?» — дәп соримақта;
Җамалиңниң нури үстимизгә чүшсун, и Пәрвәрдигар!
8 Ашлиқ вә йеңи шараплири молчилиқ болғанларниң хошаллиғидинму,
Мениң қәлбимни бәкрәк хошаллиққа толдурдуң.
9 Мән ятай, һәм хатирҗәмликтә ухливалай;
Чүнки мени бехәтәрликтә яшатқучи пәқәтла Сән, и Пәрвәрдигар!