42
42-күй •••• Сәргәрданниң дуаси •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 И Пәрвәрдигар, мән тоғрилиқ һөкүм чиқарғайсән,
Дәвайимни әқидисиз бир хәлиқ алдида сориғайсән;
Мени һейлигәр һәм қәбиһ адәмдин қутулдурғайсән.
2 Чүнки Сән панаһгаһим болған Худадурсән;
Немишкә мени ташлавәткәнсән?
Немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап,
Һемишә азап чекип жүриватимән?» — дәймән.
3 Өз һәқиқитиң вә нуруңни әвәткин,
Улар мени йетәклигәй!
Мени муқәддәс теғиңға,
Маканиңға елип кәлгәй!
4 Шуниң билән мән Худаниң қурбангаһи алдиға барай,
Йәни мениң чәксиз хушлуғум болған Тәңриниң йениға барай;
Бәрһәқ, чилтар челип Сени мәдһийиләймән, и Худа, мениң Худайим!
5 И җеним, сән немишкә бундақ қайғурисән?
Немишкә ичимдә бундақ беарам болуп кетисән?
Худаға үмүт бағла!
Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән,
Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!