8
8-күй •••• Худаниң инсан балисиға болған улуқ плани
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та орунлансун дәп, Давут язған күй: —
И, Өз һәйвәңни асманлардинму жуқури тиклигән Пәрвәрдигар Рәббимиз,
Пүткүл йәр йүзидә намиң шунчә шәрәпликтур!
3 Өз рәқиплириң түпәйлидин,
Дүшмән вә қисасчиларниң ағзини етишкә,
Бовақлар вә әмгүчиләрниң ағзидин күч тиклидиңсән.
4 Мән бармақлириңниң ясиғини болған асманлириңға,
Сән мәзмут бекиткән ай-юлтузларға қариғинимда,
5 Сән инсанни сеғинидикәнсән,
Әнди адәм дегән немә еди?
Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән,
Инсан балиси қанчилик немә еди?
6 Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән,
Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип бәрдиң.
7 Уни қолуңниң ясиғанлирини идарә қилишқа тиклидиң;
Сән барлиқ нәрсиләрни униң пути астиға қойғансән,
8 Җүмлидин барлиқ қой-калилар,
Даладики барлиқ җаниварлар,
9 Асмандики учар-қанатлар,
Деңиздики белиқлар,
Деңизларниң йоллиридин өткүчиләрниң барлиғини пути астиға қойдуң.
10 И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә!