86
86-күй •••• Зионниң улуқлуғи
1 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —
Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.
2 Пәрвәрдигар әвзәл көрәр Яқупниң барлиқ җайлиридинму,
Пәқәтла Зион дәрвазилирини;
3 Шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири!
Селаһ.
4 «Раһаб вә Бабиллиқлар бардур Мени тонуғанлар арисида;
Филистийә, Тур билән Ефиопийә шу қатарда» — дәймән.
Улар һәққидә бу адәм туғулғандур шу йәрдә.
5 Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилар: —
«Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған,
Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6 Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: —
«Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду.
Селаһ.
7 Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: —
«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»