95
95-күй •••• Аләм Егиси келиду!
1 Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар!
Пүткүл йәр йүзи, Пәрвәрдигарни күйләңлар!
2 Пәрвәрдигарға нахша ейтиңлар, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар,
Ниҗатлиғини һәр күни елан қилиңлар!
3 Униң шан-шөһритини әлләр арисида,
Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар!
4 Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур!
У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
5 Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас,
Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
6 Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида,
Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
7 Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр,
Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!
8 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр;
Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!
9 Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар;
Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!
10 Әлләр арисида елан қилиңлар: —
«Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Шуңа мана, дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла.
У адиллиқ билән хәлиқләр үстидә һөкүм чиқириду.
11 Асманлар шатлансун, йәр-җаһан хуш болсун,
Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!
12 13 Далалар һәм улардики һәммә яйрисун!
У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду;
Чүнки мана, У келиду!
У җаһанни сорақ қилишқа келиду;
У аләмни адиллиқ билән,
Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.