3
Давутниң оғуллири
1 Давутниң Һебронда туғулған оғуллири: тунҗа оғли Амнон болуп, Йизрәәллик Ахиноамдин болған; иккинчи оғли Даниял Кармәллик Абигаилдин болған;
2 үчинчи оғли Абшалом Гәшурниң падишаси Талмайниң қизи Маакаһдин болған; төртинчи оғли Адония болуп, Һаггиттин болған еди;
3 бәшинчи оғли Шәфатия болуп, Абиталдин болған еди; алтинчи оғли Итриям болуп, униң аяли Әглаһдин болған еди.
4 Бу алтә оғул Давуттин Һебронда төрәлгән; у Һебронда йәттә жил алтә ай, Йерусалимда болса оттуз үч жил сәлтәнәт қилған.
5 Йерусалимда униңға Аммийәлниң қизи Бат-Шуадин бу төртәйлән төрәлгән: улар Шимия, Шобаб, Натан вә Сулайман еди.
6 Йәнә Ибһар, Әлишама, Әлифәләт,
7 Ногаһ, Нәфәг, Яфия,
8 Әлишама, Әлияда, Әлифәләт қатарлиқ тоққуз оғул болған.
9 Буларниң һәммиси Давутниң оғуллири еди; униңдин башқа тоқаллиридин болған оғуллар бар еди; Тамар уларниң сиңлиси еди.
Сулайманниң әвлатлири
10 Сулайманниң оғли Рәһобоам, Рәһобоамниң оғли Абия, Абияниң оғли Аса, Асаниң оғли Йәһошафат,
11 Йәһошафатниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Аһазия, Аһазияниң оғли Йоаш,
12 Йоашниң оғли Амазия, Амазияниң оғли Азария, Азарияниң оғли Йотам,
13 Йотамниң оғли Аһаз, Аһазниң оғли Һәзәкия, Һәзәкияниң оғли Манассәһ,
14 Манассәһниң оғли Амон, Амонниң оғли Йосия еди.
15 Йосияниң оғуллири: тунҗа оғли Йоһанан, иккинчи оғли Йәһоаким, үчинчи оғли Зәдәкия, төртинчи оғли Шаллум еди.
16 Йәһоакимниң оғуллири: оғли Йәконияһ билән оғли Зәдәкия.
Падиша җәмәтиниң нәсәбнамиси — Сүргүн болғандин кейин
17 Сүргүн қилинған Йәконияһниң оғуллири: — Шеалтиәл униң оғли еди;
18 йәнә Малқирам, Пәдаяһ, Шәназзар, Йәкамия, Һошама вә Нәбадия еди.
19 Пәдаяһниң оғуллири Зәруббабәл билән Шимәй еди; Зәруббабәлниң пәрзәнтлири: — Мәшуллам билән Һанания вә уларниң сиңлиси Шеломит еди;
20 Униң йәнә Һашубаһ, Оһәл, Бәрәкия, Һасадия, Юшаб-Һәсәд қатарлиқ бәш оғли бар еди.
21 Һананияниң оғуллири Пилатия вә Йәшая еди; униң әвлатлири йәнә Рефаяниң оғуллири, Арнанниң оғуллири, Обадияниң оғуллири вә Шеканияниң оғуллири еди.
22 Шеканияниң әвлатлири мунулар: униң оғли Шемая; Шемаяниң оғуллири Һаттуш, Йигеал, Бария, Неария, Шафат болуп җәмий алтә еди.
23 Неарияниң оғуллири Әлйойинай, Һәзәкия, Азрикам болуп җәмий үч еди.
24 Әлйойинайниң оғуллири Ходавия, Әлияшиб, Пәлая, Аккуб, Йоһанан, Делая, Анани болуп җәмий йәттә еди.