Вәһий
1
Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси, йәни Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур. Мәсиһ буни Өз пәриштисини әвәтип қули Юһаннаға аламәтләр билән аян қилди. Юһанна болса Худаниң сөз-калами һәмдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики гувалиққа көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди. Бу бешарәтни оқуп бәргүчи вә униң сөзлирини аңлап, униңда йезилғанларға итаәт қилғучи бәхитликтур! Чүнки вәһийниң вақти йеқиндур.  
 
Расул Юһаннаниң «Кичик Асия»дики йәттә җамаәткә йоллиған саламлири вә хәтлири
Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә җамаәткә салам! Һазир бар болған, өткәндиму болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин   вә садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, җаһандики падишаларниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай.
Әнди бизни сөйгүчи, йәни Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған   вә бизни бир падишалиққа уюштуруп, Өз Атиси Худаға каһинлар қилғанға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәткичә болғай, амин!   
Мана, У булутлар билән келиду, шундақла һәр бир көз, һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл қәбилә-хәлиқ У сәвәплик аһ-зар көтириду. Шундақ болиду, амин!   
Мән «Алфа» вә «Омега», Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән, һазир бар болған, бурунму бар болған һәм кәлгүсидиму бар Болғучидурмән, шундақла Һәммигә Қадирдурмән, дәйду Пәрвәрдигар Худа.   
 
Тирилгән Мәсиһниң Юһаннаға көрүнүши
Силәрниң қериндишиңлар һәм силәр билән биргә Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар болған мәнки Юһанна Худаниң сөз-калами вә Әйсаниң гувалиғи вәҗидин Патмос дегән аралда мәһбус болуп туруп қалғандим. 10 «Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән, кәйнимдин канай авазидәк күчлүк бир авазни аңлидим.    11 Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» деди.
 
12 Маңа сөз қилған авазниң кимниң екәнлигини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан 13 вә уларниң оттурисида учисиға путлириғичә чүшүп туридиған тон кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғлиға охшайдиған бири көрүнди.    14 Униң баш-чечи ақ жуңдәк, һәтта қардәк аппақ еди вә көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди. 15 Путлири хумданда тавлинип пақириған тучқа охшайтти, авази шарқирап еқиватқан нурғун суларниң авазидәк еди. 16 У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр қилич чиқип туратти. Чирайи худди қуяшниң толуқ күчидә парлиғандәк ярқин еди.   
17 Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини үстүмгә тәккүзүп мундақ деди:
— Қорқма, Авалқиси вә Ахирқиси 18 һәмдә һаят Болғучи Өзүмдурмән. Мән өлгән едим, амма мана, Мән әбәдил-әбәткичә һаяттурмән, өлүм вә тәһтисараниң ачқучлири қолумдидур! 19 Шуниң үчүн, көргән ишларни, һазир болуватқан ишларни вә булардин кейин болидиған ишларни йезип қалдур. 20 Сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң вә йәттә алтун чирақданниң сири мана мундақ — йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур.
 
 
1:1 «Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси» — «Әйса Мәсиһниң вәһийси» һәм Әйса Мәсиһ тоғрисида һәм Униңдин кәлгән вәһийдур. «Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур» — Худаниң «қул-хизмәткарлири» Инҗилда Худаниң «қуллуқ»ида болғанлар, йәни мәҗбурий һалда әмәс, бәлки муһәббәтниң түрткисидә чин көңлидин шундақ талливалғанларни көрситиду, әлвәттә. 1:3 «вәһийниң вақти йеқиндур» — «вәһийниң вақти» дегән, бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти. 1:3 Вәһ. 22:7,10. 1:4 «Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин... (меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай)» — «йәттә» дегән санниң камаләткә йәткән, мукәммәл дегән мәнаси болуп, бәзи алимлар бу «йәттә Роһ» Худаниң Муқәддәс Роһиниң йәттә тәрипини көрситиду, дәп қарайду (5:6ни вә «Йәш.» 11:2ни көрүң). Башқилар уларни йәттә пәриштини көрситиду, дәп қарайду. Бәзиләр: «йәттә тәрәплик Роһ» яки «йәттә тәрәплимилик Роһ» дәп тәрҗимә қилиду. 1:4 Мис. 3:14; Вәһ. 1:8; 4:8; 11:17; 16:5. 1:5 «өлүмдин тунҗа Тирилгүчи» — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси тоғрилиқ «Кол.» 1:16-17 вә 18-айәттики изаһатларни көрүң. «Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған» — яки «Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилған». 1:5 Йәш. 55:4; Рос. 20:28; 1Кор. 15:20; Кол. 1:18; Ибр. 9:12,14; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 3:14; 5:9. 1:6 «мунасивәтлик айәт(ләр)» — «Мис.» 19:6. 1:6 Рим. 12:1; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 5:10. 1:7 «һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду» — яки «йәни Уни санҗиғанларму Уни көриду». «мунасивәтлик айәтләр» — «Дан.» 7:13, «Зәк.» 12:10 1:7 Дан. 7:13; Зәк. 12:10; Мат. 24:30; 25:31; Юһ. 19:37; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Йәһ. 14. 1:8 «Мән «Алфа» вә «Омега»...дурмән» — грек тилида «алфа» биринчи һәрип, «омега» ахирқи һәриптур. Демәк, Худа баш вә ахирдур. Бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән» дегән сөзләр тепилмайду. 1:8 Йәш. 41:4; 44:6; Вәһ. 21:6; 22:13. 1:9 «Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар» — демәк, Әйса Мәсиһдә болғанлар чоқум һәм Униң нами вәҗидин азап-оқубәт тартиду, шундақла Униң сәвир-тақитидин күч елиши керәк болиду, һәм Униңда болған падишалиқтин бәһримән болиду. «Әйсаниң гувалиғи вәҗидин» — демәк «Әйса тоғрисидики гувалиқ»; башқа хил мәнаси «Әйса (Өзи) бәргән гувалиқ». «Патмос дегән аралда мәһбус болуп туруп қалғандим» — Патмос римлиқларниң дәһшәтлик «әмгәк лагири» болған түрмә еди. Юһанна мәзкур китапни йезиватқанда Патмос арилидин азат қилинған болуши мүмкин. 1:10 ««Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән...» — «Рәбниң күни» яки «рәблик күн». Алимлар бу тоғрилиқ үч пикирдә болиду: — (1) Рәбниң күни йәкшәнбә күни (Рәб өлүмдин тирилгән күн)ни көрситиду; (2) Тәвратта көп тилға елинған, қиямәт күнини өз ичигә алған ахирқи заманлардики ахирқи дәһшәтлик азап-оқубәтлик күнләрни, йәни «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситиду, мошу көзқараш бойичә болғанда Юһанна Роһта көтирилип кәлгүсидики заманларға йөткилип «Пәрвәрдигарниң күни»ни көриду; (3) шу вақитларда һәр жилниң бир күнидә Рим императори (шу вақитта Домитиян еди) барлиқ пухралирини өзигә сәҗдә қилдуруп: «Қәйсәр рәбтур!» дәп етирап қилип, хушбуй селишқа мәҗбур қилатти. Шуңа шу күни «Рәбниң күни» дәп аталған. Бизниңчә «Рәбниң күни» дәл шу күнни көрситиду; лекин кинайилик һәм һәҗвийлик иш шуки, Рәб дәл шу күнидә (2-көзқараштикидәк) Өзиниң, йәни «Пәрвәрдигарниң күни»ни аян қилишни лайиқ көрди. «Мән Роһниң илкигә елинишим билән...» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. 1:10 Вәһ. 4:2. 1:11 «Смирна» — һазирқи Түркийәдики «Измир». «көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» — бу йәттә шәһәрниң һәммиси бир дүгиләктә бир-биригә яндаш җайлашқан еди. Расул Юһанна яшанғанда Әфәсус шәһиридә маканлашқан еди. «Қошумә сөз» вә хәритини көрүң. 1:12 «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 25:31-40. 1:13 «көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғли» — яки «көксигә алтун кәмәр бағлиған инсанниң бир оғли». «Дан.» 7:13ни вә изаһатини көрүң. 1:13 Әз. 1:26; Дан. 7:13; Вәһ. 14:14. 1:14 Дан. 7:9; Вәһ. 19:12. 1:15 Вәһ. 14:2. 1:16 «мунасивәтлик айәт» — «Дан.» 7:13. 1:16 Йәш. 49:2; Әф. 6:17; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16; 19:15. 1:17 Йәш. 41:4; 44:6; 48:12. 1:18 Аюп 12:14; Йәш. 22:22; Рим. 6:9; Вәһ. 3:7; 20:1. 1:20 «йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур» — «әлчилири» башқа хил тәрҗимиси: «пәриштилири». Грек тилида һәм ибраний тилида «пәриштә» вә «әлчи» бир сөз билән ипадилиниду (пәриштиләр Худаниң әлчилири болғач). Бизниңчә мошу йәрдә җамаәтләр әвәткән әлчиләрни көрсәтсә керәк, чүнки пәриштиләргә хәт йезиш һаҗәтсиз еди. Йәттә әлчи Патмос арилиға берип Юһаннадин һал сорашқа кәлгән болуши мүмкин.