Күйләрниң күйи
1
1 «Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.
Биринчи қисим — Муһәббәтниң башлиниши •••• {1:2-5:1} •••• Биринчи хатирә — той күни үстидә болған ойлар {1:2-2:7} •••• Биринчи ойлиниш — Шуламит Сулайманниң ордисида — той зияпитигә тәйярлиниш {1:2-1:8} •••• Шуламит Сулайманға сөз қилиду
1b «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун;
Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.
2 Хушпурақтур сениң әтирлириң;
Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур;
Шуңлашқа қизлар сени сөйиду.
Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән —
Биз саңа әгишип жүгүрәйли!
— Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
Йерусалим қизлири Сулайманға сөз қилиду
3 «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз;
Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».
Шуламит «Йерусалим қизлири»ға җавап қилиду
4 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду».
— «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири!
Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк,
Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
5 Маңа тикилип қаримаңлар,
Чүнки қаридурмән,
Чүнки аптап мени көйдүрди;
Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән;
Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди;
Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
6 «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә,
Падаңни қәйәрдә бақисән?
Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән?
Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
Сулайман Шуламитниң соалиға җавап бериду
7 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң,
Падамниң басқан излирини бесип меңип,
Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
Иккинчи ойлиниш — той зияпитидики дәстихан үстидә болған ойлар •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
8 «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
9 Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән,
Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
10 Биз саңа күмүч көзләр қуюлған,
Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
11 «Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;
12 Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур,
У көкслирим арисида қонуп қалиду;
13 Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур».
Үчинчи ойлиниш — той һуҗрисида болған ойлар {1:15-2:7} •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
14 «Мана, сән гөзәл, амриғим!
Мана, сән шундақ гөзәл!
Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!»
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
15 «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм;
Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән;
Бизниң орун-көрпимиз йешилдур;
16 Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин,
Василиримиз арчилардиндур.