6
Йерусалим қизлири сөзләйду
1 «Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду,
Қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи?
Сениң сөйүмлүгүң қәйәргә бурулуп кәтти?
Биз сән билән биллә уни издәйли!»
Шуламит уларға җавап бериду
2 «Мениң сөйүмлүгүм өз беғиға чүшти,
Тетитқу отяшлиқларға чүшти.
Бағларда озуқлинишқа,
Нилупәрләрни жиғишқа чүшти.
3 Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән,
Вә сөйүмлүгүм мениңкидур;
У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду»
Тоққузинчи ойлиниш — Сулайманниң Шуламитқа қайтип келиши — Шуламитни қайта махтиши {6:4-6:9} •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
4 «Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл;
Йерусалимдәк йеқимлиқ,
Туғларни көтәргән бир қошундәк һәйвәтликтурсән;
5 Аһ, көзлириңни мәндин кәткүзгин!
Чүнки улар мениң үстүмдин ғалип келиватиду;
Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
6 Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк;
Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардиндур;
Улар арисида һеч бири кам әмәстур;
7 Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
8 Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар;
Қизлар санақсиз;
9 Бирақ мениң пахтиким, ғубарсизим болса бирдин-бирдур;
Анисидин туғулғанлар ичидә тәңдашсиз болғучи,
Өзини туққучиниң таллиғинидур.
Қизлар уни көрүп, уни бәхитлик дәп аташти,
Ханишлар вә кенизәкләрму көрүп уни махташти».
Бәшинчи хатирә — Йезида дәм елиш — Галилийәгә қайтиш {6:10-8:14} •••• Онинчи ойлиниш - ««Маһанаим», йәни «икки баргаһ» уссули» {6:10-7:10} •••• {Йерусалим қизлири сөз қилиду}
10 «Таң сәһәр җаһанға қариғандәк,
Айдәк гөзәл, айдиңдәк рошән,
Иллиқ қуяштәк йоруқ,
Туғларни көтәргән қошунлардәк һәйвәтлик болғучи кимдур?»
Шуламит Йерусалим қизлириға сөз қилиду
11 «Меғизлар беғиға чүштүм,
Җилғидики гүл-гияларни көрүшкә,
Үзүм телиниң бихлиған-бихлимиғанлиғини көрүшкә,
Анарларниң чечәклигән-чечәклимигәнлигини көрүшкә;
12 Бирақ билә-билмәй,
Җеним мени көтирип,
Есил хәлқимниң җәң һарвулири үстигә қойған екән».